Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:4
11 Iomraidhean Croise  

Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


Қисқиси, мәйли бу тәндә яшайли яки бу тәндин ваз кечәйли, нишанимиз йәнила Рәббимизни хурсән қилиштур.


Әйса Мәсиһ бизни әркинликтә яшисун, дәп азат қилди. Шуниң үчүн қәддиңларни руслаңлар, Тәвраттики қаидә-йосунлар силәргә йәнә боюнтуруқ болмисун.


Әмәлиятта Худа бизни лайиқ көрүп, Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини бизгә тапшурди. Биз Хуш Хәвәрни инсанларни хурсән қилиш үчүн әмәс, бәлки бизниң қәлбимизни күзитиватқан Худани хурсән қилиш үчүн йәткүзүватимиз.


Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.


Әгәр бири Рәббимиз болған Қутқазғучи Әйса Мәсиһни тонуш арқилиқ бу дунияниң напаклиқлиридин қутулуп, кейин шундақ напак ишларға йәнә қайта киришип шу напаклиқларниң қули болуп қалса, униң кейинки һали дәсләпкисидинму яман болиду.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan