Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:25 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

25 Рәббимизниң тәлимигә қарши турған­лар­ғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:25
30 Iomraidhean Croise  

Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.


Чүнки гәрчә Йәһия пәйғәмбәр силәргә һәққанийәт йолини көрсәткили кәлгән болсиму, силәр униңға ишәнмидиңлар; лекин баҗгирлар билән паһишиләр Униңға ишәнди. Силәр буни көрүп туруп, гунайиңларға товва қилип, Униңға ишәнмидиңлар.


«Вақит-саат йетип кәлди. Худаниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! Шуңа товва қилиңлар, Хуш Хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң Хуш Хәвирини җакалашқа башлиди.


Әмәлиятта Маңа бир инсанниң гувалиғи керәк әмәс. Силәрни Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғиға ишинип қутқузулсун дәп, буларни ейтиватимән.


Улар бу сөзләрни аңлиғанда, Петрусни әйипләшни тохтитип, Худа­­ға мәдһийә ейтип: — Йәһудий әмәсләрму яман йоллиридин йенип товва қилса, Худа уларғиму мәңгү һаятқа еришиш пурсити яритип беридикән! — дейишти.


Петрус уларға мундақ җавап бәрди: — Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йолли­риң­лардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду.


Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.


Әлчиләр бу сөз бойичә таң атқанда мәркизий ибадәтхана һойли­сиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди. Баш роһаний вә униң шериклири әлчиләрни сорақ қилиш үчүн, исраилларниң барлиқ ақсақаллирини алий кеңәшминиң умумий жиғиниға чақирди. Андин зиндандики әлчиләрни елип келишкә адәм әвәтти.


Худа исраил хәлқиниң гуналириға товва қилип, кәчүрүмгә еришиш пурситигә егә болуши үчүн, һәзрити Әйсани Йетәкчи һәм Қутқазғучи қилип, Өзиниң оң йениға олтарғузди.


Шуңа яман нийитиңдин йенип, Худадин кәчүрүм тилә. Шундақ қилсаң, Худа сени кәчүрәр,


Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.


Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.


Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.


Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.


Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим.


Мәсиһийләр һеч кимгә төһмәт қилмисун, җедәлхор болмисун, әксичә хуш пеил болсун. Һәр қандақ киши билән муамилә қилғанда һәқиқий кәмтарли­ғини көрсәтсун.


Һәр қандақ есил вә кам-котисиз илтипат Худадин келиду. Асмандики пүткүл йоруқлуқларни яратқан Худа йоруқлуқтин пәйда болған көләңгиләрдәк өзгиришчан әмәс.


бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.


Бири қериндишиниң мәңгүлүк өлүмгә елип бармиғидәк гуна қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун. Буниң билән Худа униң бу қериндишиға һаятлиқ ата қилиду. Бу өлүмгә елип бармиғидәк гуна өткүзгәнләргә қарита ейтилған, лекин мәңгүлүк өлүмгә елип барғидәк гунаму бар. Мән силәрни бундақ гуна қилғанлар үчүн дуа қилиңлар демәймән.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan