Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

23 Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:23
7 Iomraidhean Croise  

Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.


Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.


Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралар­дин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур.


Араңлардики тоқунуш вә маҗраларниң мәнбәси немә? Бу дәл қәлбиңларни чирмавалған арзу-һәвәслириңлар әмәсму?


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan