Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:21
21 Iomraidhean Croise  

Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.


Шуңа җамаәтниң пак болуши үчүн, бундақ гунакарни араңлардин чиқириветиңлар. Силәр аллибурун пакланғансиләр. Чүнки «Өтүп кетиш» һейтиниң қурванлиқ Қозиси болған Әйса Мәсиһ бизниң гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн қурванлиқ қилинған.


Қәдирлик қериндашлар, бу вәдиләргә еришкән екәнмиз, тәнни вә роһни булғайдиған һәр қандақ нәрсиләрдин жирақ туруп, өзимизни пак тутайли. Худадин әймәнгән һалда өзимизни пүтүнләй Худаға атайли.


Худа силәрниң еһтияҗиңларни қандурушқа қадирдур. Шундақ болғачқа, һәр дайим, һәр қандақ әһвал астида еһтияҗиңлар қандуру­луп, башқиларға хәйир-сахаһәтлик болалайсиләр.


Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.


Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.


Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.


Бай аилиләрдә пәқәт алтун-күмүч қачиларла болуп қалмай, яғач, сапал қачиларму болиду. Алтун-күмүч қачилар алаһидә сорунларда, башқилири болса адәттики сорунларда ишлитилиду.


У Худаға мәнсүп болған кишиләрни толуқ қуралландуруп, уларни һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр турғузалайду.


Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзәң билән биллә елип кәл. У хизмәтлиримдә маңа ярдәмчи болиду.


Сән мәсиһийләргә шуни әслитип турғунки, улар һөкүмәт вә һөкүмәт әмәлдарларға бойсунсун, уларниң сөзини аңлап һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун.


Мәсиһий қериндаш­лиримиз һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун. Шундақ болғанда, уларниң һаяти мевисиз болмайду.


Бу сөзли­рим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қили­мән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тириш­чанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлим­ләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


Бундақ азап-оқубәт чекишиңларниң сәвәви ишәнчиңларниң саплиғини испатлаштур. Һәқиқий сап ишәнч болса, алтундинму қиммәтликтур. Гәрчә алтунниң саплиғини отта тавлаш арқилиқ испатлиғили болсиму, у биз үчүн бәри бир мәңгүлүк болалмайду. Ишәнчиңлар сап болса, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән чағда бу ишәнч силәргә мәдһийә, шан-шәрәп вә һөрмәт елип келиду.


Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan