Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Улар өлгәнләрниң тирилишидин ибарәт бу иш аллиқачан йүз берип болди дәп, һәқ йолдин чәтнәп, бәзиләрниң ишәнчигә бузғунчилиқ қилмақта.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:18
16 Iomraidhean Croise  

Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Асмандики Атам тикмигән һәр қандақ өсүмлүк йилтизидин қомуруп ташлиниду.


Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигән­лигиңлар үчүн хаталишисиләр.


Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду.


Әгәр Худадин болса, силәр уларни йоқиталмайсиләр, һәтта өзәңларни Худаға қарши орунға қойған болисиләр! Алий кеңәшмә Ғамалийилниң тәкливини қобул қилди


Араңларда бөлүнүшләрниң пәйда болушидин сақланғили болмайду. Лекин мошундақ болғанда, зади кимниң Худани хурсән қилидиғанлиғини көрүвалғили болиду.


Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилгәнлиги силәргә йәткүзүлгән туруп, йәнә немә үчүн араңларда бәзиләр «өлгәнләр қайта тирил­мәйду», дәйду?


Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асман­дики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду.


Ишәнчтә вә пак вижданиңда чиң тур. Бәзиләр пак вижданини бир яққа қайрип қойди. Нәтиҗидә уларниң ишәнчи худди хада ташқа урулған кемигә охшаш вәйран болди.


Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилти­­­зидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.


Бәзиләр мошундақ бемәна билимгә әгишип, ишән­чи­дин чәтниди. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!


Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.


Мошундақ кишиләрниң ағзини тувақлаш керәк. Чүнки улар мал-дунияға егә болуш үчүн кишиләргә сахта тәлимләрни үгитип, бәзи аилиләрниң ишәнчини пүтүнләй набут қилмақта.


Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду.


Қериндашлирим, араңларда һәқиқәттин чәтнигән киши болса, уни һәқиқәткә қайтуруп әкелишкә тиришиңлар.


Улар аримиздин чиқти, лекин улар бизниң кишилиримиздин әмәс. Чүнки бизниң кишилиримиздин болған болса, биздин айрилмиған болатти. Уларниң айрилип кетиши һеч қайсисиниң расттинла бизниң кишилиримиздин әмәслигини көрситип бәрди.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan