Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси12 Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду. Faic an caibideil |
Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәддәс Язмиларда бурунла йезилған.
Андин тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Униңдин башқа, Әйсаға гувалиқ бәргәнлиги вә Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги үчүн каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған, униң бәлгүси пешанисигә вә қоллириға урулмиғанлар еди. Уларниң һәммиси тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрәтти.