Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Шуниң үчүн мән шуни ядиңға салайки, қоллиримни учаңға қойған чағда Худа саңа бәргән қабилийәтни толуқ ишләткәйсән.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:6
19 Iomraidhean Croise  

Көңли илһамланған қабилийәтлик аяллар йәнә өшкә тивитидин жип егиришти.


Муса, Бизалил билән Оһолияб вә Пәрвәрдигар қабилийәт ата қилған, көңли илһамлинип хизмәт қилишни халиған кишиләрни жиғди.


Йолға чиқиштин илгири он чакирини алдиға чақирип, һәр биригә бирдин тилла берип: «Мән қайтип кәлгичә, буниң билән тиҗарәт қилиңлар, қени, қанчилик пул тапидикәнсиләр», дәпту.


Павлус қолини уларға тәккүзүп туруп дуа қиливатқанда, уларниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. Буниң билән улар өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишти һәм Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзүшкә башлиди.


уларни әлчиләрниң алдиға елип чиқти. Әлчи­ләр уларни бу хизмәткә тайинлаш үчүн қоллирини уларниң учисиға тәккүзүп туруп дуа қилишти.


Муқәддәс Роһниң қәлбиңлардики отини өчәрмәңлар.


Муқәддәс Роһ саңа ата қилған қабилийәткә бепәрвалиқ қилма. Бу қабилийәт Худаниң пәйғәмбәрлик сөзи вә җамаәт йетәкчилириниң қоллириниң учаңға қоюлиши арқилиқ саңа берилгән.


Бу несиһәтләрни қериндашлириңниң ядиға салсаң, Әйса Мәсиһ­ниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла сениң өзәң әгәшкән ишәнч тоғрисидики һәқиқәт вә тоғра тәлимләр билән озуқланған­лиғиң аян болиду.


Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.


пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин.


Шуңа гәрчә силәр бу ишларни билгән һәм өзәңларға йәткүзүлгән һәқиқәттә чиң туруватқан болсаңларму, мән йәнила һәр дайим бу ишларни есиңларға салмақчимән.


Қәдирлик қериндашлар, һазир силәргә йезиватқиним иккинчи хетимдур. Һәр икки хетимдә бу ишларни ядиңларға селип, силәрни тоғра пикир қилишқа йетәкләшкә тириштим.


Бурун Рәббимиз Өз хәлқи болған исраилларни Мисирдики қуллуқ­тин қутқузди. Лекин уларниң ичидики Өзигә ишәнмигәнләрни кейин һалак қилди. Буларниң һәммисидин хәвириңлар болсиму, мән уни йәнила есиңларға селишни тоғра таптим.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan