Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Сениң сәмимий ишәнчиң есимдин чиқмайду. Әң авал момаң Лоидә вә анаң Әвникидә бар болған ишәнчниң әнди сәндиму бар екәнлигигә чоңқур ишинимән.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:5
25 Iomraidhean Croise  

Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди.


Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.


Бу ишлардин Агрипа ханниңму хәвири бар, шуңа мән ханға очуқ ейталаймән. Бу ишларниң һәммисигә ханниң диққәт қилидиғанлиғиға ишинимән. Чүнки һәзрити Әйсаниң бешидин өткән ишлар адәм көрмәйдиған булуң-пушқақларда болған ишлар әмәстә!


Рәббимиз Әйсаға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, мән шуниңға һәқиқий ишини­мән­ки, һәр қандақ йемәкликниң өзи һарам әмәстур. Лекин мәлум йемәкликни һарам дәп қариған киши үчүн, у йемәклик һарамдур.


Бәзиләр мәлум күнләрни башқа күнләрдин муһим дәп қарайду, йәнә бәзиләр һәммә күнни охшаш дәп қарайду. Бу ишта һәр ким өз виждани бойичә қарар чиқарсун.


Қериндашлар, мән силәрниң көңлүңларниң яхшилиққа толғанли­ғиға вә өзәңларға керәклик билимгә толуқ егә болуп, бир-бириңларға несиһәт берәләйдиғанлиғиңларға қайилмән.


У Худаниң Өз вәдисини әмәлгә ашуруш қудритигә егә екәнлигигә пүтүнләй ишәнди.


Шуниңға қәтъий ишинимәнки, өлүм яки һаятлиқ болсун, периштәләр яки җин-шәйтанлар болсун, һазирқи яки кәлгүсидики һәр қандақ ишлар болсун, яки роһлар дуния­сидики һәр қандақ күчләр болсун,


Паклиғимиз, әқил-параситимиз, сәвир-тақитимиз, меһриванлиғимиз, сәмимий муһәббитимиз вә Муқәддәс Роһтин кәлгән күч билән өзимизниң Худаниң хизмәткарлири екән­лигимизни көрсәттуқ.


Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир-муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур.


Бу несиһәтләрни қериндашлириңниң ядиға салсаң, Әйса Мәсиһ­ниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла сениң өзәң әгәшкән ишәнч тоғрисидики һәқиқәт вә тоғра тәлимләр билән озуқланған­лиғиң аян болиду.


Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худа­ниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.


Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.


Ишәнчи бар бу кишиләр Худа вәдә қилғанларға муйәссәр болмай турупла аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида ишәнчи билән жирақни көрүп, бу вәдиләрниң кәлгүсидә әмәлгә ешишини хурсән­лик билән күткән вә өзлириниң йәр йүзидә яқа жутлуқ вә мусапир екәнлигини етирап қилишқан еди.


Силәргә кәлсәм, қәдирлик қериндашлар, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсамму, әһвалиңларниң буниңдин яхши екәнлигигә вә қутқузулушқа елип баридиған йолда меңиватқанлиғиңларға һәқиқий ишинимән.


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan