Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Қиямәт күни униң Рәббимизниң рәһим-шәпқитигә еришишини тиләймән. Әфәс шәһиридә униң маңа қилған нурғун хизмитидин сениңму убдан хәвириң бар.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:18
26 Iomraidhean Croise  

Әҗдатлиримизға илтипат әйләп, Муқәддәс келишимини есигә алди.


Чүнки Худайимиз шәпқәтлик вә рәһимдилдур, У асмандин таң шәпиғини елип келәр бизгә. У нурини чачар, Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси илкидә яшаватқанларға, Башлар бизләрни аманлиқ йолиға».


Һирод ханниң сарай әмәлдари Хузаниң аяли Йоанна, Сузана вә башқа бир мунчә аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән һәзрити Әйса вә Униң шагирт­лириға ярдәмдә болди.


Улар Әфәс шәһиригә барғандин кейин, Павлус Прискила вә Аквила биләнму хошлашти. У кетиштин бурун ибадәтханиға берип, йәһудийлар билән һәзрити Әйса һәққидә сөһбәтләшти.


Павлус у йәрдин кетиш вақтида уларға: — Худа буйриса, силәрниң йениңларға йәнә келимән, — деди, андин Әфәстин кемә билән йолға чиқти.


Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәс шәһиригә кәлди. У йәрдә мәрһум Йәһия пәйғәмбәрниң бәзи шагиртлири билән учришип,


Силәрниң Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә әйипсиз болушуңлар үчүн, Худа ишәнчиңларни та ахирғичә мустәһкәмләйду.


Лекин ома һейтиғичә Әфәс шәһиридә давамлиқ турмақчимән.


Қиямәт күни һәр кимниң сиңдүргән әҗриниң қандақлиғи ашкарә болиду. У күни һәммә адәмниң сиңдүргән әҗриниң қиммити отта синилиду.


Мәсиһийләр үчүн топлинидиған бу сәдиқә тоғрилиқ силәргә хәт йезиверишимниң һаҗити йоқ.


Лекин интайин рәһим-шәпқәтлик болған Худа бизни шу қәдәр сөйгәчкә,


Силәрниң ишәнчидә ахириғичә чоқум чиң туридиғанлиғиңларға ишинимиз вә силәр үчүн бәк хошал болимиз. Рәббимиз Әйса қайта кәлгәндә, Униң алдида пәхирлинидиған таҗи­миз дәл силәр әмәсму?


Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.


Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худа­ниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.


Рәббимиз Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт қилғай, чүнки у көп қетим мени йоқлап, көңлүмни көтәрди. У мениң мәһбус болғанлиғимдин номус қилмиди.


Рим шәһиригә кәлгинидә, у мени тапқичә көп аварә бопту.


Тикикусни Әфәс шәһиригә әвәтивәттим.


Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду.


Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду.


Бу қутқузулуш тоғрисида илгирики пәйғәмбәрләр тәпсилий издәнгән, уни чүшинишкә тиришқан һәм силәргә ата қилинған бу меһир-шәпқәт тоғрисида алдин-ала ейтқан еди.


— Әфәстики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Оң қолида йәттә юлтузни тутуп, йәттә алтун чирақданниң оттурисида Маңғучи мундақ дәйду:


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan