Шуниң үчүн биз буниңдин кейин һеч кимгә бу дунияниң көз-қариши билән қаримаймиз. Гәрчә биз бурун мошу көз-қараш билән Әйса Мәсиһни пәқәтла бизгә охшаш бир инсан дәп қариған болсақму, әнди ундақ дәп қаримаймиз.
Юстус дәп атилип кәлгән Исаму силәргә салам ейтти. Худаниң Падишалиғи үчүн ишләватқан хизмәтдашлирим ичидә йәһудийлардин болған мәсиһийләр пәқәт мошуларла болуп, улар маңа чоң тәсәлла беришти.