Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси12 Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худаниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән. Faic an caibideil |
Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлиримизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрмидиңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!
Мән қәтъий шундақ қараймәнки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакалинишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди.