Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси1-2 Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи һаятлиққа еришиш вәдисини җакалаш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин өз оғлумдәк қәдирлик Тимотийға салам! Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! Faic an caibideil |
Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа чақирилған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ қериндишимиз Состенистин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә салам. Әйса Мәсиһкә ибадәт қиливатқан һәр қайси җайдики кишиләргә охшаш, силәрму бизниң вә уларниң Рәбби болған Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа тәрипидин пак қилинип, Худаниң муқәддәс хәлқи болушқа чақирилдиңлар.
Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.