Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Охшимай­диған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләй­диған тәлимини қобул қилмиған болиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:3
19 Iomraidhean Croise  

— Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар. — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.


уларға Мән силәргә буйруған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Мән һәқиқәтәнму заман ахириғичә һәр дайим силәр билән биллә болимән.


Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду.


җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар, охшаш җинистики бузуқлар, қул содигәрлири, ялғанчилар, қәсәмхорлар вә башқа қилмишлар билән тоғра тәлимләргә хилаплиқ қилған кишиләр үчүн түзүлгәндур.


Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.


Бәзи кишиләр бу тәлимдин чәтнәп, бемәна гәпләрни қилип жүриду.


Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңдин кәлгән ишәнч вә меһир-муһәббәт ичидә яшап, мәндин аңлиған һәқиқий тәлимләрни низам қилип, униңда чиң тур.


Чүнки шундақ бир заман келидуки, у чағда инсанлар Худа тоғрисидики тоғра тәлимләрни аңлашни халимайду. Бәлки улар қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн өз һәвәслиригә уйғун келидиған тәлим бәргүчиләрни издәйду.


Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим.


У өзигә үгитилгән ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк. Шундақ қилғанда, у бу тоғра тәлим арқилиқ башқиларға несиһәт қилалайду һәм тәлимгә қарши чиққучиларниң хаталиғини түзитәләйду.


Бу сөзли­рим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қили­мән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тириш­чанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлим­ләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan