Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики қерин­даш­ларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинли­риға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрли­нидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәнди­лиридур. Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 6:2
31 Iomraidhean Croise  

Бирақ силәр «устаз» дәп атилишқа көнмәңлар. Чүнки силәрниң ялғуз бирла Устазиңлар бар. Униң үстигә, һәммиңлар бир-бириңларға қериндаш.


Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду.


— Икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалайдиған һеч қандақ киши йоқ. У яки бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду яки биригә етивар берип, йәнә биригә сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болушуң­лар мүмкин әмәс.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Худди явайи Зәйтун дәриғиниң шахлири бағдики шахлири сундуруветилгән Зәйтун дәриғигә уланғанға охшаш, йәһудий әмәс силәрму сундуруветилгән әшу шахларниң, йәни йәһудийларниң орниға ишәнчиңлар арқилиқ уландиңлар. Демәк, силәр бу дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин һөзүрлиниватқандәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин һөзүрлиниватисиләр.


Чүнки Худа әзәлдинла бу кишиләрни билгән. У бу киши­ләрниң кәлгүсидә Өз Оғлиға охшаш болушини алдин-ала бәлгүлигән. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһни бу нурғун қериндашларниң ариси­да тунҗа Оғли қилиш еди.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлустин, Худаниң Әфәс шәһиридики муқәддәс хәлқи — Әйса Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилиригә салам.


Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.


Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.


Колоси шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған садиқ вә муқәддәс хәлиққә салам. Худа Атимиз силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ.


Әй ғоҗайинлар, қуллириңларға тоғра вә адил муамилә қилиңлар. Чүнки силәрниңму асманда ғоҗайиниңлар барлиғини унтуп қалмаңлар.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Бу ишларни қериндашлириңға тапилиғин вә үгәткин.


Йеши чоң әрләр хаталиқ өткүзсә, уларни қаттиқ әйиплимигин, әксичә уларға атаңни һөрмәтлигәндәк һөрмәт билән несиһәт бәргин. Шуниңдәк, яш әрләргә өз қериндашлириңға муамилә қилған­дәк муамилә қил.


Титус, мәсиһийләргә тоғра тәлимгә лайиқ яшашни үгитишиң керәк.


Сән бу тәлимләрни мәсиһийләр җамаитигә үгәт. Уларға илһам бәр һәм пүтүн һоқуқуңни ишлитип, уларниң яман илләтлирини түзәт. Һеч ким сени камситмисун.


Бу сөзли­рим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қили­мән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тириш­чанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлим­ләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.


Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.


Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.


Һазир мән араңлардики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчи­ли­ригә бир еғиз сөз қилмақчимән. Чүнки мәнму силәргә охшаш бир йетәкчи һәм Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта чәккән азап-оқубәт­ли­риниң гувачиси. У қайтип кәлгәндә, Униң намайән қилиди­ған шан-шәривидин һөзүрләнгүчимән. Йетәкчи сүпитимдә силәр йетәкчи­ләрдин шуни өтүнимәнки,


болупму бузуқ һәвәслиригә берил­гән вә Худаниң һоқуқиға сәл қариған һелиқи сахта тәлим бәргү­чи­ләрни қандақ җазалашни билиду. Улар өзини чоң тутуп, мәғрурларчә иш қилиду һәм асмандики улуқ­ларға һақарәт қилиштин қорқмайду.


Араңларға киривалған бу адәмләр «Худадин бир ғайибанә көрүнүш кәлди», дәп бузуқлуқ қилип, шу тәриқидә өз тәнлирини булғимақта. Улар Худаниң һоқуқиға писәң қилмай, асмандики улуқларға күпүрлүк қилмақта.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan