9 Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк.
Хизмәтчиләр өз аялиға садиқ, өз пәрзәнтлири вә өз аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун.
Җамаәт йетәкчиси болса, әйиплинидиған тәрипи болмиған, аялиға садиқ, өзини тутувалған, еғир бесиқ, һөрмәткә сазавәр, меһмандост, башқиларға Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,
Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аялларниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқлиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду.
Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиларда һәр қандақ питнә-иғва тарқитиш пурсити болмайду.
Әгәр ишәнчи бар бир аялниң тул қалған туққанлири болса, у уларға ярдәм бәрсун, жүкни мәсиһийләр җамаитигә иштирип қоймисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-җақисиз қалған тул аялларға ярдәм қилалайду.