Тимотийға йезилған биринчи хәт 5:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8 Бир киши өз туққанлириға, болупму аилисидикилиригә қаримиса, у Әйса Мәсиһтин танған дәп қарилип, һәтта ишәнмәйдиғанларчиликму болалмайду. Faic an caibideil |
Бурун исраил хәлқи ичидә сахта пәйғәмбәрләр болғинидәк, силәрниң араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду. Улар адәмләрни һалак қилидиған сахта тәлимләрни араңларға йошурун киргүзиду. Улар һәтта өзлириниң гуналириниң төләмини төләп, җенини қурван қилған Рәбниму рәт қилиду. Буниң билән улар тезла өз бешиға һалакәт кәлтүриду.
Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәддәс Язмиларда бурунла йезилған.