3 Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.
Ата-анаңни һөрмәт қил. Шу чағда Мән саңа ата қилмақчи болған зиминда узақ өмүр сүрисән.
ата-анисиға һөрмәт көрситиш мәҗбурийити қалмайду», дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр.
Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиңлар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигәнләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {
кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти.
У шәһәр дәрвазисиға кәлгәндә, җиназа көтирип чиқиватқан бир топ адәмгә йолуқуп қалди. Өлгән бала бир тул аялниң ялғуз оғли еди. Шәһәрдики нурғун кишиләр һелиқи тул аял билән биллә чиққан еди.
Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди.
Шу күнләрдә мәсиһийләрниң сани күндин-күнгә көпийип бармақта еди. Бирақ грекчә сөзләйдиған бәзи йәһудийлар йәрлик йәһудийлардин рәнҗип қалған еди. Уларниң дейишичә, күндилик тамақни тәхсим қилишта уларниң ичидики тул аялларға берилгән тамақ башқиларниңкидин аз екән.
Петрус дәрһал йолға чиқип, улар билән биллә Җаффаға кәлди. Петрус Җаффаға йетип келиши билән үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқилди. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зар қилишти вә Доркасниң һаят вақтида өзлиригә тикип бәргән кийимлирини униңға көрситишти.
Петрус алдиға берип, уни йөләп турғузди вә тул аяллар билән башқа мәсиһийләрни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди.
Мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, биз һеч кимдин бирәр махташ тама қилмидуқ.
Йеши чоң аялларға анаңға муамилә қилғандәк муамилә қил. Яш аялларғиму сиңиллириңға муамилә қилғандәк пак қәлб билән муамилә қил.
Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйипсиз садақәтмәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғишидин сақлаштур.
барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, мәсиһий қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, Падишани һөрмәтләңлар.
Әй әрләр, шуниңға охшаш силәрму аяллириңлар билән болған турмушта уларниң силәрдин аҗиз екәнлигини чүшинип, уларға көйүнүңлар вә уларни һөрмәтләңлар. Чүнки уларму силәргә охшаш Худа ата қилған йеңи һаяттин ортақ һөзүрләнгүчиләрдур. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.