Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмән­ликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:8
52 Iomraidhean Croise  

Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду.


Мени дәп өйлири, қериндашлири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси йоқатқанлиридин йүз һәссә артуғираққа еришип, мәңгүлүк һаяттин һөзүрлиниду.


Шундақ екән, һәммидин муһими Худаниң Падишалиғи вә һәққанийлиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду.


бу дунияда зиянкәш­ликкә учраш билән биргә йүз һәссиләп өй, ака-ука, һәдә-сиңил, ана, бала-җақа вә йәр-зиминларға еришиду. Келидиған дуниядиму мәңгүлүк һаятқа еришиду.


Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумға қачилаш керәк.


Худаниң Өзини сөйидиған­лар­ниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслашту­руп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.


Әмәлиятта һәр қандақ бир йемәкликни йейиш яки йемәслик билән өзимизни Худаға йеқинлаштурғили болмайду. Уни йесәк, Худаға йеқинлишип қалмаймиз, йемисәкму Худадин жирақлишип кәтмәймиз.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Охшимай­диған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләй­диған тәлимини қобул қилмиған болиду.


һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.


Дәрвәқә, Худаға разимәнлик билән садақәтмән болған адәм һәқи­қий ронақ тапиду.


Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.


Бу сөзли­рим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қили­мән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тириш­чанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлим­ләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Әйса Мәсиһниң бизгә қилған вәдиси бизни мәңгү һаятлиққа ериштүрүштур.


Ғалибә қилғучини Худаниң ибадәтханисиға түврүк қилимән. Бундақ адәм у йәрдин әсла кәтмәйду. Униң вуҗудиға Худайимниң намини, Худайимниң шәһириниң намини, йәни асмандин — Худаниң йенидин чүшиди­ған йеңи Йерусалимниң намини вә Мениң йеңи намимни язимән.


Мән ғалибә қилип, Атам­ниң тәхтидә Униң билән биллә олтардим. Шуниң үчүн Мәнму ғалибә қилғучи­ларға тәхтимдә Мән билән биргә олтириш һоқуқини беримән.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan