Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Чүнки һәммә нәрсә Худаниң сөзи вә инсанларниң дуаси билән һалал болиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 4:5
8 Iomraidhean Croise  

Шуниң билән Худа йәр йүзидә һәр хил җаниварларни өз түрлири бойичә яратти вә уларниң яхши екәнли­гини көрди.


Худа яратқанлириниң һәммисигә қарап, уларниң яхши екәнлигини көрди. Кечә-күндүз өтүп, бу алтинчи күн болди.


Шуңа кәмбәғәлләргә көңүл бөлүп, өзәңлар ачкөзлүк билән бесип ятқан тәәллуқатилириңларни еһтияҗлиқ болған­ларға бериңлар. Шу чағдила ичиңлар һәм тешиңлар пак болиду.


Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду», дәп йезилған, — деди.


Чүнки Әйса Мәсиһ­кә ишәнмигән җүпти униң мәсиһий ери яки аяли арқилиқ Худа тәрипидин қобул қилинип, уларниң некаси Худаниң нәзәридә йәнила пак болиду. Ундақ болмиғанда, уларниң пәрзәнтлири напак болатти, әмәлиятта пактур.


Бу ялғанчилар некали­нишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан.


Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә һалалдур. Лекин напак кишиләр вә ишәнмәйдиғанлар үчүн һеч қандақ нәрсә һалал әмәстур. Уларниң ой-пикирлириму, вижданиму булғинип кәткән.


Биз ишәнч арқилиқ каинатниң Худаниң әмри билән яритилған­лиғини, биз көрәләйдиған мәвҗудатларниң көргили болидиғандин бәрпа болмиғанлиғини чүшинәләймиз.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan