2 Бундақ тәлимләр виждани йоқап кәткән ялғанчи сахтипәзләр тәрипидин дунияға тарқилиду.
Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар һәтта Худа таллиғанларниму чоң мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти.
— Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жиртқуч чил бөридәк сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.
силәрниң араңлардинму бәзиләр мәсиһийләрни өзлиригә әгәштүрүш үчүн хата тәлим тарқитиду.
Улар Худани билишни рәт қилғанлиғи үчүн, Худа уларни яман нийәтлиригә қоюп бәрди. Буниң билән улар қилмаслиғи керәк болған ишларни қилишқа киришти.
Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқтуриду.
Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлиматларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.
Улар һар-номусни унтуп, шәһванийлиққа берилип, ачкөзлүк билән һәр хил напаклиқларни қилиду.
Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худаниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.
Булар карамәтләр көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүтүн дуниядики падишаларни һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә топлашқа кетивататти.