Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 3:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчили­риму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши,

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 3:8
17 Iomraidhean Croise  

«Еғизлиридики гәп очуқ қәбирдәк сесиқ, Ялғанчилиқ қилиду һәм тиллири. Ләвлири худди иланниң зәһәрхәндиси».


Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқи­лиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәт­чи­­лиригә салам.


Хизмәт­чиләр өз аялиға садиқ, өз пәрзәнтлири вә өз аилисини яхши башқури­ди­ған кишиләрдин болсун.


Җамаәт йетәкчиси болса, әйиплинидиған тәрипи болми­ған, аялиға садиқ, өзини тутувалған, еғир бесиқ, һөрмәткә сазавәр, меһмандост, башқиларға Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,


шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талаш­майдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,


(Ашқазиниңниң яхши болми­ғанлиғи, шундақла дайим кесәл болуп қалидиғанлиғиң үчүн, сула ичмәй, бир аз шарапму ичип бәргин.)


Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зимми­сигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,


Шуниңдәк, йеши чоң аялларни садақәтмәнликкә лайиқ жүрүш-турушқа һәм питнә-пасат қилмайди­ған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушқа чақирғин. Улар башқи­ларға неминиң яхши екәнлигини үгәтсун.


Демәк, бир еғиздин һәм мәдһийә, һәм ләнәт чиқиду. Қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк!


қойчи қойлириға яхши қариғини­ға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаити­ниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan