Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 3:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқи­лар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәл­мәйду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 3:7
21 Iomraidhean Croise  

Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.


— Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.


У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқ­тики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.


Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун.


Башқиларни, мәйли улар йәһудийлар, йәһудий әмәсләр яки Худаға мәнсүп җамаәттики мәсиһийләр болсун, гунаға башлайдиған ишни қилмаңлар.


Чүнки мәсиһийләр җамаитиниң әзаси әмәсләрни сорақ қилишқа бизниң немә һоқуқумиз бар? Уларни Худа Өзи сорақ қилиду. Лекин мәсиһий­ләр җамаитиниң әзалирини сорақ қилишқа бизниң һоқуқумиз бар. Шуңа Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Яманлиқ қилғучини араң­лар­дин қоғлап чиқириңлар».


Башқиларниң ишәнчигә тосалғу болидиған ишларни қилип, әлчилик хизмитимизгә дағ кәлтүрмәйватимиз.


Яман атаққа қалмаслиқ үчүн, пәқәт Рәббимизниң нәзәридә әмәс, инсанларниң нәзәридиму тоғра дәп қаралған ишларни қилишқа диққәт қилип келиватимиз.


Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.


Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқин­май­силәр.


Һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.


Җамаәт йетәкчиси йеңи мәсиһийләрдин болмаслиғи керәк. Әгәр ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Буниң билән уму шәйтанға охшаш тәкәббурлашқанлиғи үчүн Худаниң сориғиға учрайду.


Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғул­линишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучи­ларда һәр қандақ питнә-иғва тарқи­тиш пурсити болмайду.


Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қуру­туп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду.


Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи болған шәйтанниң торидин қутулалайду.


өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатар­лиқ­ларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду.


һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун.


Демитргә кәлсәк, һәммиси уни яхши адәм дәп махтимақта. Буни униң һәқиқәт йолида қандақ маңғанлиғидинму билгили болиду. Биз­му униңға гувалиқ беримиз һәм гувалиғимизниң растлиғини сәнму билисән.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan