Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 3:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талаш­майдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 3:3
45 Iomraidhean Croise  

уларға: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп аталсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландуруватисиләр! — деди.


Силәргә мәлумки, мән һеч қачан һәр қандақ кишиниң кийимлиригә яки алтун-күмүчлиригә көз қиримниму салмидим.


Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқ­туриду.


Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.


Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.


Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчили­риму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши,


У чағда инсан­лар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған,


Мошундақ кишиләрниң ағзини тувақлаш керәк. Чүнки улар мал-дунияға егә болуш үчүн кишиләргә сахта тәлимләрни үгитип, бәзи аилиләрниң ишәнчини пүтүнләй набут қилмақта.


Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зимми­сигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,


Шуниңдәк, йеши чоң аялларни садақәтмәнликкә лайиқ жүрүш-турушқа һәм питнә-пасат қилмайди­ған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушқа чақирғин. Улар башқи­ларға неминиң яхши екәнлигини үгәтсун.


Мәсиһийләр һеч кимгә төһмәт қилмисун, җедәлхор болмисун, әксичә хуш пеил болсун. Һәр қандақ киши билән муамилә қилғанда һәқиқий кәмтарли­ғини көрсәтсун.


Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».


Араңлардики тоқунуш вә маҗраларниң мәнбәси немә? Бу дәл қәлбиңларни чирмавалған арзу-һәвәслириңлар әмәсму?


қойчи қойлириға яхши қариғини­ға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаити­ниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.


Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.


Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.


Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan