1 «Әгәр бир киши мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болушқа интилсә, у яхши бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур.
Мана шуниңға охшаш, Худаниң периштәлириму һәр бир гунакарниң товва қилғини үчүн интайин хошал болиду.
Петрус сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Зәбурда падиша Давутниң Йәһудаға қаритилған мону сөзлири бар: «Униң өйи чөлгә айлансун, Униңда һеч ким олтармисун!» вә «Униң вәзиписини башқа бир киши үстигә алсун!»
Өзәңларға пәхәс болуңлар, Муқәддәс Роһ силәрниң йетәкчилик қилишиңларға тапшурған барлиқ қериндишиңларғиму пәхәс болуңлар. Падичи қойлирини баққандәк, силәрму Худаниң җамаитини беқиңлар, чүнки Худа уларни Өз Оғлиниң қениға сетивалған.
Әнди йәһудий әмәс болған силәргә шуни ейтайки, силәргә әлчи болғанлиғим үчүн, бу вәзипәмни улуқ һесаплаймән.
Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт.
Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәтчилиригә салам.
Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.
«Әйса Мәсиһ гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди» дегән сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. Мән гунакарларниң ичидики әң еғир гунакаримән.
Бу сөзләр һәқтур вә пүтүнләй қобул қилишқа әрзийду.
Төвәндики бу сөзләр ишәнчликтур: Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән йеңи һаятта биллә яшаймиз.
Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зиммисигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи,
Бу сөзлирим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тиришчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлимләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.
Диққәт қилиңларки, һеч ким Худаниң меһир-шәпқитидин мәһрум қалмисун. Силәргә зиян йәткүзидиған вә көпчиликни зәһәрләйдиған, адавәтниң гияси араңларда йилтиз тартмисун.
Чүнки бурун силәр йолдин азған қойларға охшаттиңлар, лекин һазир өзәңларни қоғдайдиған Қойчиниң, йәни Әйса Мәсиһниң йениға қайтип кәлдиңлар.
Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатиллиқ, оғрилиқ вә яманлиқларни қилиш яки башқиларниң ишиға арилишиш сәвәвидин болмисун.
қойчи қойлириға яхши қариғиниға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаитиниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.