Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси7 Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим. Faic an caibideil |
Алди билән Дәмәшқ хәлқигә, Йерусалим шәһиридики йәһудийларға, пүтүн Йәһудийә өлкисидики кишиләргә, андин йәһудий әмәсләргиму Хуш Хәвәрни йәткүздүм. Уларға «Яман йоллириңлардин йенип, Худа йолиға қайтиңлар! «Товва қилдуқ» десәңлар, уни сөз билән әмәс, яхши әмәлиятиңлар билән испатлаңлар», дәп уларниму товва қилишқа дәвәт қилдим.
Җамаәтниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлишидиғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудийлар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.