Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Чүнки Худа бирдур, Худа билән инсанлар арисидики Яраштурғучиму бирдур. У болсиму, инсан тенидә дунияға кәлгән Әйса Мәсиһтур.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 2:5
28 Iomraidhean Croise  

Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади.


«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур.


Узун өтмәй чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, буйруғуңизни ада қилдим. Йәнә бир мунчә бош орун бар!» дәпту.


«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.


Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур.


Пәқәт һәзрити Әйсала бизни қутқузалайду, чүнки пүткүл инсанийәт дуниясида һәзрити Әйсадин башқа Худа тайинлиған һеч қандақ Қутқазғучи йоқтур!


Бу Хуш Хәвәр Худаниң Өз Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ тоғрисидидур. Җисма­ний җәһәттин Әйса Мәсиһ Давут падишаниң әвладидин туғулған,


Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр­ниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду.


Хош, әнди бутқа атап нәзир қилинған гөш мәсилисигә келәйли. Бизгә мәлумки, көп адәмләр ибадәт қиливатқан бутлар Худа әмәстур. Ялғуз бир Худадин башқа Илаһ йоқтур.


бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ.


Икки адәм келишим түзгәндә бир васитичи болуш керәк. Лекин Худа Өз келишимини Ибраһимға бәргәндә, уни васитичисиз бәргән.


Һәммимизниң Атиси болған Худа бирдур. У һәммимиздин үстүн туриду, һәммимиз арқилиқ Өз ирадисини иҗра қилиду, шундақ­ла һәммимизниң қәлбидидур.


Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,


Йеңи келишимниң васитичиси Әйса Мәсиһ һәм Униң сепилгән қени болған җайдур. Бу сепилгән қан Һабилниң қенидәк интиқам дәп һөкүрәп жиғлашниң орниға, гуналарни кәчүрдүм, дәп капаләт бериду.


Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.


Әйса Мәсиһкә берилгән роһанийлиқ вәзиписи болса, башқа роһанийларниңкидин көп үстүндур. Шуниң­дәк, Худа билән инсанлар арисида У арқилиқ түзүлгән кейинки келишим дәс­ләпки келишимдин көп үстүндур. Чүнки бу келишим техиму яхши вәди­ләр үстигә қурулған.


Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ Худа билән инсанлар оттурисида түзүлгән Йеңи келишимниң васитичисидур. У арқилиқ Худа тәрипи­дин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. Чүнки У уларни гуна қилиш сәвәвидин Кона келишим тәрипидин бәкитилгән мәңгүлүк өлүмдин ибарәт җазадин қутқузуш үчүн өлди.


Әзиз балилирим, мән силәрни гуна қилмисун, дәп бу сөзләрни язмақтимән. Мабада биримиз гуна қилсақ, Ақлиғучимиз болған адил Әйса Мәсиһ асмандики Атимизниң алдида бизни ақлайду.


вә уларниң оттурисида учисидики тони ошуғиғичә чүшүп туридиған, көксигә алтун бәлбағ бағлиған Инсан Оғлиға охшайдиған Бири көрүнди.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan