Җаффа шәһиридә Табита исимлиқ бир аял мәсиһий бар еди. (Грекчә исми «Доркас» болуп, «кейик» дегән мәнада.) У һәр вақит яхши иш қилидиған болуп, намратларға ярдәм берәтти.
Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
Бу сөзлирим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тиришчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлимләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур.