Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар,

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:9
45 Iomraidhean Croise  

Бирақ әгәр бири башқиларни қәстән өлтүргән болса, гәрчә у паналиқ тиләш үчүн Мениң қурванлиқ супамға қечип беривалсиму, йәнила өлүмгә буйрулсун.


Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, уларни өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән қаршилишип, уларни өлүмгә иштириду.


Улар төһмәтхор, Худаға нәпрәт­линидиған, зораванлиқ қилидиған, тәкәббур, махтанчақ, һәр хил әскилик­ләрни ойлап чиқиридиған, ата-анисиниң сөзини аңли­май­диған,


Худа Ибраһим вә униң әвлатлириға уларниң бу дунияға варислиқ қилидиғанлиғиға вәдә бәргән еди. Бу уларниң Тәврат қануниға әмәл қилғанлиғидин әмәс, бәлки уларниң Худаға ишинип, һәққаний адәм дәп җакаланғанлиғидин болған.


Тәврат қануниниң берилиши кишиләргә өз гунайиниң интайин көплүгини очуқ көрситиш үчүндур. Лекин қәйәрдә гуна көп болса, Худаниң меһир-шәпқитиму шу йәрдә һәссиләп ашти.


Гуна силәрниң һөкүмраниңлар әмәс. Чүнки силәр Тәврат қануниниң илкидә әмәс, бәлки Худаниң бизни гунаниң күчидин халас қилидиған меһир-шәпқити астида яшаватисиләр.


Ундақта, Тәврат қанунини чүшириштики мәхсәт немә? Бу болсиму, Худа әвәтишкә вәдә қилған Ибраһимниң Әвлади, йәни Әйса Мәсиһ кәлгичә гунаниң немә екәнлигини көрситип бериштур. Тәврат қануни периштәләр арқилиқ Муса пәйғәмбәргә, Муса пәйғәмбәрниң васитиси билән кишиләргә чүширилгән.


Һалбуки, силәр Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмай­силәр.


көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәт қатарлиқ гуналарни кәлтүрүп чиқириду. Бурунқидәк йәнә бир қетим агаһлан­дуримәнки, бу ишларни қилғучиларға Худаниң Падишалиғида орун йоқ.


мулайимлиқ вә өзини тутувелишлардин ибарәттур. Булар һеч қандақ қанунға зит әмәстур.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.


Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.


У чағда инсан­лар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған,


Нурғун кишиләр бу тәлимгә бойсунмай, бемәна сөзләр билән башқиларни аздуриду. Болупму қутқузулуш үчүн хәтнә қилиниш зөрүр, дәп турувалғучилар шундақ қилиду.


Улар Худани тонуймиз, дәп давраң салсиму, лекин әмәлиятида Уни рәт қилиду. Улар һеч кимгә бойсунмайдиған жиркиничлик кишиләр болуп, қолидин һеч қандақ яхши иш кәлмәйду.


Йетәкчиликкә тайинлинидиған киши әйипсиз, бир аяллиқ, пәрзәнт­лири болса Худаға ишинидиған, кәйп-сападин нери болған һәм ата-анисиға бойсунидиған кишиләрдин болуши керәк.


Чүнки бир чағларда бизму надан едуқ. Бизму Худаға бойсунмайдиған, аздурулған, һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болған, яманлиқ вә көрәлмәслик ичидә яшиған, бир-биримизгә өчмән кишиләр едуқ.


Ишәнчи сәвәвидин паһишә аял Раһаб исраил чарлиғучилирини достларчә күтүвалғачқа, Худаға бойсунмиған өз шәһиридикиләр билән бирликтә өлтүрүлмиди.


Һеч ким җинсий әхлақсизлиқ қилми­сун яки тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини бир вақлиқ тамаққа сатқан Әсавға охшаш, Худаға беһөрмәтлик қилмисун.


Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишән­мәй­диғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди». Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилған­лиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.


Солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда Нуһ пәйғәмбәр кемә ясаватқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән улар­ниң товва қилишини күтсиму, Худаниң сөзигә қулақ салмиған киши­ләрниң роһлиридур. Нуһ пәйғәмбәр ясиған кемидә пәқәт бир қанчә кишила, йәни җәми сәккиз киши болуп, улар су арқилиқ қутқузулди.


Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғи­нидәк: «Әгәр адил адәмләрниң қутқузулуши тәс болса, Худа йолида маңмиғанлар вә башқа гунакарларниң ақивити қандақ болар?»


У пүткүл инсанларни сорақ қилип, Униң йолида маңмиған һәр бир инсанниң Худаға қарши һалда қилған яманлиқлири, шундақла бу гунакарларниң Рәббимизгә қарши қилған барлиқ күпүрлүклири түпәйлидин, уларни җазалайду».


Лекин қорққанчақ, етиқатсиз, бузуқ, қатил, җинсий әхлақсизлиқ қилғучи, сехиргәр, бутпәрәс вә ялғанчиларға кәлсәк, уларниң ериши­диғини гуңгут билән янған от көлидур. Мана бу иккинчи өлүмдур».


Пәскәшләр, сехиргәрләр, җинсий әхлақсизлиқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилар вә ялғанчилиқ қилиш­қа хуштарларниң һәммиси шәһәрниң сиртида қалиду.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan