Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:4
19 Iomraidhean Croise  

Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Силәр билисиләр, Худа маңа илтипат көрситип, бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүш вәзиписини ата қилди.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.


Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.


Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.


Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә.


Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.


Һәқ сөзләрни рәт қилип, бемәна әпсаниләргә қулақ салиду.


Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим.


Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун.


Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралар­дин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Биз әлчиләр силәргә уқтурған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә қайта келидиғанлиғи тоғрисидики һәқиқәтни һәргизму өзимиз ойдуруп чиқмидуқ. Биз Әйса Мәсиһниң шан-шөһритини өз көзүмиз билән көргәнмиз.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan