Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Қутқазғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз болған Әйса Мәсиһниң әмри билән Униң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Тимотийға йезилған биринчи хәт 1:1
38 Iomraidhean Croise  

Қутқузғучим Худа қилди хурсән дилимни,


Бүгүн падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисида Рәббиңлар болған Қутқазғучи-Мәсиһ дунияға кәлди!


Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.


Әлчи болушқа чақирилип, Худаниң Хуш Хәвирини тарқитишқа тал­ланған, Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин салам!


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа чақирил­ған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ қериндишимиз Состенис­тин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә салам. Әйса Мәсиһкә ибадәт қиливатқан һәр қайси җайдики киши­ләргә охшаш, силәрму бизниң вә уларниң Рәбби болған Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа тәрипидин пак қилинип, Худаниң муқәддәс хәлқи болушқа чақирилдиңлар.


Әгәр Хуш Хәвәрни өз ихтиярим билән тарқатқан болсам, Худадин һәқ елишим керәк еди. Лекин Худа бу вәзипини маңа тапшурған екән, мән буни бир җавапкәрчилик, дәп орунлаймән.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһкә әлчи болушқа чақири­лған мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин Коринт шәһири­дики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә, җүмлидин Юнан өлкисиниң һәр қайси җайлиридики Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә салам!


Инсанлар тәрипидин әмәс яки Худаниң инсанларни васитә қилиши арқилиқму әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлүмдин тирил­дүргән Худа Атимиз тәрипидин әлчи болушқа талланған мәнки Павлустин


Қериндашлирим, мән йәткүзгән бу Хуш Хәвәрниң кишиләр тәри­пи­дин тоқуп чиқирилмиғанлиғини билишиңларни үмүт қили­мән.


Худа бу сирниң силәр йәһудий әмәсләргиму һәқиқий улуқлуқ елип келидиғанлиғини Өз муқәддәс хәлқигә билдүрүшни халиди. Бу сир дәл Әйса Мәсиһниң қәлбиңларда екәнлигидур. Бу силәр үмүт қилған улуқлуққа кәлгүсидә еришишиңларниң капали­ти­дур.


Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә бизгә меһир-муһәббәт көрсәткән, Өзиниң меһир-шәпқити билән мәңгүлүк илһам һәм гөзәл үмүт ата қилған Худа Атимиз силәрни илһамландурғай һәм силәргә барлиқ яхши иш, яхши сөзләрни қилишқа күч-қудрәт бәргәй!


Маңа күч-қудрәт бәргән Рәббимиз Әйса Мәсиһкә шүкүр ейтимән. Чүнки У мени ишәнчлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиди.


Бундақ дуа-тилавәт қилиш яхшидур. У Қутқазғучимиз Худани хурсән қилиду.


Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлирим­ниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим.


Буниң үчүн әҗир сиңдүрүватимиз вә күрәш қиливатимиз, чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанниң, болуп­му мәсиһийләрниң Қутқазғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ.


Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқаз­ғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзипи­сини маңа тапшурди.


Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.


Лекин Қутқазғучимиз Худа инсанларға болған меһри­ванлиғи вә муһәббитини очуқ аян қилди.


Қутқаз­ғучимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа кәңчилик билән Муқәддәс Роһни қәлбимизгә төкти.


Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға мәдһийиләр ейтил­ғай! У бизгә чәксиз рәһимдиллик көрситип, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғулдуруп, өчмәс бир үмүтигә егә қилди.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқаз­ғучимиз болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар.


Асмандики Атимиз Өз Оғли Әйса Мәсиһни бу дуниядики инсанларниң Қутқазғучиси болушқа әвәтти. Буни биз көрдуқ һәм буниңға гувалиқ беримиз.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan