Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.

Faic an caibideil Dèan lethbhreac




Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт 1:3
55 Iomraidhean Croise  

Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил ишләп бәргән болсиму, бу күнләр униңға бир нәччә күндәкла билинди. Чүнки у Раһиләни бәкму яхши көрәтти.


Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр.


Әгәр әмирлиримгә әмәл қилсаңлар, худди Мән Атамниң әмирлиригә әмәл қилған вә һемишәм Униң меһир-муһәббитидә болғинимдәк, силәр­му һемишәм Мениң меһир-муһәббитимдә болисиләр.


«Корнилий! Дуайиң Худаға йәтти. Худа намратларға қилған хәйир-саха­­витиңдинму хәвәрдар.


Шуниң үчүн һазир яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Худаниң йолиға қайтиңлар! Шундақ қилғанда, Худа гуналириңларни кәчүрүм қилиду.


Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.


Ишәнч йолида маңғиниңларда, үмүтниң мәнбәси болған Худа қәлбиңларни шат-хорамлиқ вә течлиқ-аманлиққа толтурғай! Буниң билән силәр Муқәддәс Роһниң күч-қудрити арқилиқ үмүткә толуп ташқайсиләр.


Муқәддәс Язмилардики сөзләрниң һәммиси бизгә тәлим болсун дәп бурунла йезип қалдурулған. Худаниң вәдисигә еришкәнгә қәдәр у сөзләр бизни илһамландуриду вә сәвир-тақәтлик қилиду.


Әнди бу сир Худаниң әмри бойичә вә бурунқи Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғинидәк ашкариланди һәм йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Униңға бойсу­нуши үчүн уларға йәткүзүлмәктә.


Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрийәм­гә салам ейтқайсиләр.


Һемишәм сәвирчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилип, Худадин шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә өзиниң мәңгүлүк моҗутлу­ғини издигәнләргә У мәңгүлүк һаят бериду.


Мана бу дунияда ишәнч, үмүт вә меһир-муһәббәттин ибарәт бу үчи давамлиқ моҗут болуп туриду. Буларниң ичидә әң улуқ болғини меһир-муһәббәттур.


Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Әйса Мәсиһ Худа Атимизниң ирадиси бойичә гуналиримиз үчүн Өзини пида қилип, бизни бу яман дуниядин қутқузди.


Қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар, лекин бу әркин­лигиңлар гунакар тәбиитиңларниң арзулирини қандурушниң баниси болуп қалмисун. Әксичә буни бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилишниң пурсити, дәп билиңлар.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Шуңа яхши ишларни қилиштин бошашмайли. Шундақ қилсақ, вақти кәлгәндә чоқум мол һосул алалаймиз.


Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиң­лар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанли­ғиң­ларни, худди бизниң силәрни көргүмиз кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.


Шуниң үчүн биз дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған Худа бу улуқ чақириғиға мунасип яшишиңларға ярдәм қилғай. У Өз күч-қудрити билән яхши нийитиңларни һәм ишәнчиңлар билән қилған һәммә ишиңларни әмәлгә ашурғай.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Рәббимиз маңа мол меһир-шәпқитини көрситип, мени Әйса Мәсиһтин келидиған ишәнч вә меһир-муһәббәт билән толтурди.


Бундақ дуа-тилавәт қилиш яхшидур. У Қутқазғучимиз Худани хурсән қилиду.


Худаниң ирадиси бойичә иш қилип, Униң вәдә қилғанлириға муйәссәр болуш үчүн, сәвир қилишиң­ларға тоғра келиду.


Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, ишәнчи сәвәвидин оғли Исһақни қурванлиқ сүпитидә Худаға атиди. Гәрчә Худа униңға, «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду», дегән болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурван қилишқа тәйяр еди.


силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!


Шуңа Худаға әйнә шу исраиллардәк бойсунмаслиқ қилип, жиқилип чүшмәс­­ли­гимиз үчүн, һәр биримиз бу арамлиқтин һөзүрлинишкә тири­шайли.


Шуниң билән Ибраһим сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.


бәлки қәлбиңлардики өчмәс гөзәллик, йәни мулайим­лиқ вә тәмкинлигиңлардин ибарәт болсун, чүнки бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.


Әзиз балилирим, қуруқ сөз билән әмәс, бәлки әмәлият вә һәқиқәт билән башқиларға меһир-муһәббәт көрситәйли.


Қәдирлик қериндашлар, әгәр вижданимиз азапланмиса, жүригимиз тоқ һалда Худаниң алдиға баралаймиз.


Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур.


Худани сөйүш —Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур. Униң әмирлириму еғир әмәс,


Сениң әмәлиятиңни, меһир-муһәббитиңни, ишәнчиңни, әҗриңни вә сәвир-тақитиңни били­мән. Һазирқи әмәлиятиңниң дәсләпки әмәлиятиңдин ешип чүшүват­қан­лиғиниму билимән.


Бәрдашлиқ бериш һәққидики әмримгә әмәл қилғанлиғиң үчүн, бу дуниядики инсанларни синаш мәхситидә пүтүн йәр йүзигә балаю-апәт чүшири­лидиған вақитта сени униңдин қоғдап қалимән.


Lean sinn:

Sanasan


Sanasan