Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Вәһийләр 1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Мәзкүр китап Әйса Мәсиһниң аянидур. Худа йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни Өз хизмәткарлириға көрситиш үчүн, Әйса Мәсиһкә бу аянни бәрди. Мәсиһ буни Өз периш­тәси арқилиқ хизмәткари Юһаннаға аян қилди.

2 Юһанна Худаниң Сөзи — Әйса Мәсиһ бәргән гувалиққа, көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.

3 Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни оқуп бәргән вә уни аңлап әмәл қилғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки бу ишларниң әмәлгә ашидиған вақти йеқиндур.


Юһаннаниң йәттә мәсиһийләр җамаитигә салам йоллиши

4 Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә мәсиһийләр җамаи­тигә салам! Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә роһтин,

5 садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди,

6 бизни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Өз Атиси Худаниң хизмити­дики роһаний қилди. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға мәңгү мәнсүп болғай, амин!

7 Мана У булутлар үстидә кәлмәктә. Һәммә көзләр, һәтта Униң тенини нәйзилигәнләрму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр Униң үчүн һаза тутиду. Бу иш җәзмән болиду, амин!

8 Пәрвәрдигар Худа дәйдуки: «Баш вә Ахир Өзәмдурмән. Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән, шундақла һәммигә қадирдурмән».


Тирилгән Мәсиһниң Юһаннаға көрүнүши

9 Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.

10 Рәббимизниң күнидә Муқәддәс Роһниң мени илкигә елиши билән, кәйнимдин кәлгән канай авазиға охшап кетидиған үнлүк бир авазни аңлидим.

11 Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә мәсиһийләр җамаитигә, йәни Әфәс, Измир, Пәргама, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикия шәһәр­ли­ригә әвәт», дегән еди.

12 Маңа сөзлигүчини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан

13 вә уларниң оттурисида учисидики тони ошуғиғичә чүшүп туридиған, көксигә алтун бәлбағ бағлиған Инсан Оғлиға охшайдиған Бири көрүнди.

14 Униң чечи ақ жуң вә қардәк аппақ еди. Көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди.

15 Путлири очақта тавлинип пақириған мисқа охшатти, авази шақирап еқиватқан суниң шавқунидәк еди.

16 У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзи­дин икки бислиқ өткүр бир қилич чиқип туратти. Чирайи худди чиңқи чүш вақтидики қуяштәк парлақ еди.

17 Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини учамға қоюп мундақ деди: — Қорқма, Тунҗа вә Ахирқи Мән болимән.

18 Һаят болғучи Өзәмдур­мән. Мән өлгән едим, лекин әнди мәңгү һаят яшаймән. Өлүм вә өлүкләр дияриниң ачқучи Мениң қолумда.

19 Шуниң үчүн көргәнли­риңни, йәни һазир болуватқан вә кәлгүсидә болидиған ишларни йезип қалдур.

20 Йәттә алтун чирақдан вә сән оң қолумда көргән йәттә юлтузниң сириға кәлсәк, йәттә юлтуз йәттә мәсиһийләр җамаитиниң периштәлири. Йәттә чирақдан болса, йәттә җамаәттур.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan