Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 4 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиУруқ чечиш тоғрисидики тәмсил 1 Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти. 2 Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди: 3 — Қулақ селиңлар! Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. 4 Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту. 5 Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту, 6 лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту. 7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту. Нәтиҗидә майсилар һосул берәлмәпту. 8 Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Улар үнүп чиққандин кейин, өсүп чоң болуп, яхши һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз, бәзилири атмиш, йәнә бәзилири болса йүз һәссә һосул берипту. 9 Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар! Тәмсилләрниң мәхсити 10 Халайиқ кәткәндин кейин, һәзрити Әйсаниң он икки шагирти билән әгәшкүчилири Униңдин тәмсилләрниң мәнасини сорашти. 11 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду. 12 Буниң билән Худаниң мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Қилғанлиримға қарайду, қарайду, мәнасини уқмайду. Сөзлиримни аңлайду, аңлайду, чүшәнмәйду. Ундақ болмисиди, Маңа қайтатти. Мәнму уларни кәчүрүм қилаттим». Уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши 13 Андин һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, башқа тәмсилләрни қандақму чүшинисиләр? 14 Дехан чачқан уруқ Худаниң сөзидур. 15 Чиғир йолға чүшкән уруқлар мундақ адәмләргә тәмсил қилинған болуп, Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман шәйтан келип, уларниң қәлбигә чүшкән сөзни елип кетиду. 16 Тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшкән уруқлар мундақ кишиләргә тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилиду. 17 Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, дәрһал Худа йолидин чәтнәп кетиду. 18 Йәнә бәзи кишиләр болса тикәнликкә чүшкән уруқларға тәмсил қилинған. 19 Ундақ кишиләрниң көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду. 20 Йәнә бәзи кишиләр үнүмлүк топиға чүшкән уруқларға тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлап, қобул қилиду. Худаниң сөзи уларда оттуз, атмиш, һәтта йүз һәссә һосул бериду. Дас астидики чирақ 21 Һәзрити Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Ким чирақни йеқип, уни дас яки каривәт астиға йошуруп қойиду? У әлвәттә чирақни чирақдан үстигә қоймамду? 22 Һәр қандақ мәхпий иш ашкариланмай қалмайду; йошурун тутулған һәр қандақ иш паш болмай қалмайду. 23 Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар! 24 Аңлиғанлириңларға зеһин қоюңлар! Силәр қанчилик көп зеһин қойсаңлар, силәргә шунчә көп чүшәнчә берилиду, һәтта йетип ашқидәкму берилиду. 25 Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду. Үнгән уруқ тоғрисидики тәмсил 26 Кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Худаниң Падишалиғи йәнә буниңға охшайду: Дехан топиға уруқ чачиду. 27 У кечиси ухлайду, күндүзи туриду. Уруқ үнүп йетишиду. Лекин у дехан қандақсигә бундақ болғанлиғини билмәйду. 28 Топа тәбиий һалда һосул бериду. Уруқ авал үниду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду. 29 Дан пишип йетилгәндә, у дехан дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул жиғиш вақти кәлгән болиду. Қича уруғи тоғрисидики тәмсил 30 Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? Қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәй? 31 У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, 32 терилгәндин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ шахлайдуки, қушларму униң сайисидә угилайду. 33 Һәзрити Әйса Худаниң сөзини буниңға охшаш нурғун тәмсилләр билән җамаәт чүшинәлигидәк қилип чүшәндүрәтти. 34 Тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. Өз шагиртлири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти. Һәзрити Әйсаниң боранни тохтитиши 35 У күни кәчқурун һәзрити Әйса шагиртлириға: — Көлниң у қетиға өтәйли, — деди. 36 Шагиртлар халайиқтин айрилип, һәзрити Әйса олтарған кемигә чүшүп, Уни елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди. 37 Қаттиқ боран чиқип, долқунлар шундақ урдики, кемигә су тошай дәп қалған еди. 38 Һәзрити Әйса кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Шагиртлар Уни ойғитип: — Устаз, биз ғәриқ болуш алдида туруватсақ, кариңиз йоқму? — дейишти. 39 Һәзрити Әйса орнидин туруп, боранға буйруқ қилди вә долқунларға: «Тохта! Тиничлан!» деди. Буниң билән боран тохтап, долқун пәсләп, җим-җит болуп қалди. 40 Һәзрити Әйса шагиртлириға: — Неманчә қорқисиләр! Техичә ишәнчиңлар йоқму? — деди. 41 Улар болса қаттиқ қорқунуч ичидә бир-биригә: — Бу Адәм зади Кимду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti