Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 10 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиТалақ тоғрисидики тәлим 1 Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди. 2 Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Уни қапқанға чүшириш мәхситидә: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди. 3 — Муса пәйғәмбәр силәргә немә дәп буйруған? — деди һәзрити Әйса. 4 — Муса пәйғәмбәр әрләрниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти улар. 5 Һәзрити Әйса уларға: — Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр бу буйруқни язған. 6 Худа аләмни яратқанда, инсанларни «әр вә аял қилип яратти». 7 «Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип, 8 бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур». Шундақ екән, әр-аял айрим-айрим икки тән болмастин, бир тәндур. 9 Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун, — деди. 10 Улар өйгә киргәндин кейин, шагиртлири бу һәқтә һәзрити Әйсадин йәнә сориди. 11 Һәзрити Әйса уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. 12 Еридин аҗришип, башқа әргә тәккән аялму нека садиқлиғини бузған болиду, — деди. Һәзрити Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши 13 Қоллини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балилирини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди. 14 Буни көргән һәзрити Әйса хапа болуп, шагиртлириға: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур. 15 Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди. 16 Шуниң билән У балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди. Мүлүкдардики мүшкүлат 17 Һәзрити Әйса сәпәргә чиқиш алдида, бир киши жүгрәп келип, Униң алдида тиз пүкүп: — Әй яхши Устаз, мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди. 18 Һәзрити Әйса униңға: — Мени немишкә яхши дәйсиз? Ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ. 19 Сиз Тәвратта буйрулған «Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, башқиларни алдима, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризләрни ада қилиң, — деди. 20 — Устаз, буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди һелиқи адәм. 21 Һәзрити Әйса униңға меһриванлиқ билән қарап: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң! — деди. 22 Бу сөзни аңлаш биләнла бу адәмниң чирайи өзгирип, қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди. 23 Һәзрити Әйса өп-чөрисигә көз жүгәртип чиққандин кейин, шагиртлириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә! — деди. 24 Шагиртлар Униң сөзлиригә һәйран болушти. Лекин һәзрити Әйса уларға йәнә: — «Балилирим, Худаниң Падишалиғиға кириш немә дегән тәс һә! 25 Байларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди. 26 Шагиртлар техиму һәйран болушуп, бир-биридин: — Ундақта, ким қутқузулушқа еришәләйду? — дәп сорашти. 27 Һәзрити Әйса уларға қарап: — Бу инсанларниң қолидин әмәс, Худаниңла қолидин келидиған иштур, чүнки Худа һәммигә қадирдур, — деди. 28 — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә, биз қутқузуламдуқ? — деди Петрус кәйнидинла. 29 — Билип қоюңларки, Мени вә Хуш Хәвәрни дәп, өйи, ака-укилири, һәдә-сиңиллири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси 30 бу дунияда зиянкәшликкә учраш билән биргә йүз һәссиләп өй, ака-ука, һәдә-сиңил, ана, бала-җақа вә йәр-зиминларға еришиду. Келидиған дуниядиму мәңгүлүк һаятқа еришиду. 31 Лекин шу чағда нурғун алдинқи қатардикиләр ахирқилар болиду, нурғун ахирқилар алдинқи қатарға чиқиду, — деди һәзрити Әйса. Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши 32 Улар Йерусалимға баридиған йолда еди, һәзрити Әйса һәмминиң алдида кетивататти. Шагиртлири Униң хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған у шәһәргә алдирап маңғанлиғидин һәйран еди, уларға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Һәзрити Әйса он икки шагиртини йәнә бир чәткә тартип, уларға Өз бешиға келидиғанларни уқтуруп: 33 — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип, римлиқларға тапшуруп бериду. 34 Римлиқлар Уни мәсқирә қилиду, йүзигә түкүриду, Уни қамчилайду вә өлтүриду. Бирақ У үч күндин кейин қайта тирилиду, — деди. Яқуп билән Юһаннаниң тәливи 35 Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, бизниң бир тәливимиз бар еди. Орунлап беришиңизни өтүнимиз, — дейишти. 36 — Силәргә немә қилип беришимни тәләп қилисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса. 37 — Сиз шан-шәрәпкә еришкиниңиздә, биримизни оң йениңизда, биримизни сол йениңизда олтарғузғайсиз, — дейишти улар. 38 — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини вә Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр? 39 — Қобул қилалаймиз, — дейишти улар. Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә вә чөмүлдүрүлүшүмгә ортақ болисиләр. 40 Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Бу орунлар кимләргә тәйярланған болса, шулар олтириду, — деди. 41 Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт Яқуп билән Юһаннаға хапа болушқа башлиди. 42 Һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмран дәп қаралғанлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду. 43 Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. 44 Ким биринчи болушни халиса, у һәммә адәмниң қули болсун. 45 Чүнки Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди. Қарғу Бартимайниң көзиниң сақайтилиши 46 Кейин улар Ериха шәһиригә кәлди. Һәзрити Әйса шагиртлири вә нурғун халайиқ билән биллә Ерихадин қайтқан вақитта Тимайниң Бартимай исимлиқ қарғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти. 47 У насирәлик Әйсаниң у йәрдә екәнлигини аңлап: — Әй падиша Давутниң Әвлади Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирашқа башлиди. 48 Нурғун адәмләр уни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп техиму вақириди. 49 Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип: — Уни чақириңлар, — деди. Чақирғили барғанлар қарғуға: — Қорқма! Орнуңдин тур, У сени чақириватиду! — дейишти. 50 У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди. 51 Һәзрити Әйса униңдин: — Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди. Қарғу: — Устаз, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән, — деди. 52 Һәзрити Әйса: — Қайтсаң болиду, Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — девиди, у адәмниң көзи шу ан ечилди. Шуниң билән у адәм йол бойи һәзрити Әйсаға әгишип маңди. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti