Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 26 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиҺәзрити Әйсани өлтүрүш сүйиқәсти 1 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин шагиртлириға: — Силәргә мәлумки, 2 икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди. 3 Алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Қаяпа исимлиқ баш роһанийниң сарийида җәм болушти. 4 Улар һәзрити Әйсани һейлә билән тутуп уҗуқтуруш үчүн мәслиһәт қилишти. 5 Бирақ улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти. Гунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши 6 Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә болғанда, 7 униң йениға бир аял кирди. У аял ақ қаштешидин ясалған бир қутида наһайити қиммәтлик әтир елип кәлгән еди. Һәзрити Әйса дәстиханда олтарғанда, у аял әтирни Униң бешиға қуйди. 8 Шагиртлар буни көрүп хапа болушуп: — Немишкә бундақ исрапчилиқ қилисиз? 9 Бу әтир җиқ пулға яратти. У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишти. 10 Шагиртларниң нарази болғанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға: — Бу аялни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди. 11 Кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда, лекин Мән араңларда дайим болмаймән. 12 Бу аял бу әтирни Мени дәпнә қилинишқа тәйяр қилиш үчүн бәдинимгә қуйди. 13 Билип қоюңларки, бу Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди. Йәһуданиң һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилиши 14 Шу вақитта һәзрити Әйсаниң он икки шагиртидин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири алий роһанийларниң алдиға берип: 15 — Әйсани тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униңға оттуз күмүч тәңгә бәрди. 16 Йәһуда шуниңдин етиварән һәзрити Әйсани тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди. «Өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи 17 «Петир нан» һейтиниң биринчи күни шагиртлар һәзрити Әйсаниң йениға келишип: — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди. 18 Һәзрити Әйса уларға: — Йерусалимға кирип паланчиниң өйигә берип, униңға: «Устазимиз: Вақит-саатим йеқинлап қалди, «Өтүп кетиш» һейтини шагиртлирим билән бирликтә силәрниң өйдә өткүзәй, дәйду», дәп ейтиңлар, — деди. 19 Шагиртлар һәзрити Әйсаниң буйруғиға бенаән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлашқа киришти. 20 Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән дәстиханда олтарди. 21 У тамақ йәветип: — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди. 22 Бу сөз уларни интайин қайғуға салди. Улар бир-бирләп: — Я Рәббим, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди. 23 — Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни тәхсигә Мән билән биллә чилиған кишидур. 24 Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса. 25 Униңға сатқунлуқ қилмақчи болған Йәһуда: — Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса униңға: — Дәл сән, — деди. 26 Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп, шагиртлириға бөлүп бәрди вә: — Елиңлар, йәңлар, бу Мениң теним, — деди. 27 Андин қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунуп: — Һәммиңлар буниңдин ичиңлар. 28 Бу Мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлүп, Худаниң келишимини түзидиған қенимдур. 29 Шуни билип қоюңларки, Худа Атамниң Падишалиғида силәр билән бирликтә йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди. 30 Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти. Һәзрити Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини ейтиши 31 Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға: — Бүгүн кечә һәммиңлар Мениң бешимға келидиған ишлар сәвәвидин Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа: «Қойчини уруп өлтүримән, Падидики қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән. 32 Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди. 33 Петрус Униңға: — Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди. 34 — Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса. 35 Бирақ Петрус: — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти. Гетсиманә бағчисидики дуа-тилавәт 36 Кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. У шагиртлириға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар», дәп 37 Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғли Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта һәзрити Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди. 38 У уларға: — Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, Мән билән бирликтә һошияр туруңлар, — деди 39 вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип: — Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди. 40 У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң үгдәп қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Мән билән биллә бирәр саатму һошияр туралмидиңларму?! 41 Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди. 42 Һәзрити Әйса иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип: — Әй Ата, әгәр Мән бу азап қәдиһини ичмигичә бу қәдәһ Мәндин жирақлаштурулмиса, ундақта Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди. 43 У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди. 44 Шуниң билән һәзрити Әйса уларни ташлап үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди. 45 Кейин шагиртларниң йениға келип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди. 46 Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту! — деди. Һәзрити Әйсаниң тутқун қилиниши 47 Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақлар билән қуралланған зор бир топ адәм бар еди. 48 Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, һәзрити Әйса Шу. Силәр Уни тутуңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди. 49 У удул һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Салам, Устаз, — дәп Уни сөйди. 50 Һәзрити Әйса униңға: — Бурадәр, қилидиғиниңни қил, — деди. Буниң билән һелиқи адәмләр йопурулуп келип, һәзрити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди. 51 Һәзрити Әйсаниң йенидикиләрдин бири дәрһал қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. 52 Һәзрити Әйса униңға: — Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду. 53 Яки Мени Худа Атамдин ярдәм алалмайду, дәп ойлап қалдиңму?! Халисам, У Маңа шу ан он икки түмәндин артуқ периштә әвәтиду. 54 Бирақ, әгәр Мән ундақ қилсам, Муқәддәс Язмилардики чоқум мошундақ болуши керәклиги тоғрисидики сөзләр қандақ әмәлгә ашсун? — деди. 55 Андин һәзрити Әйса у адәмләргә қарап мундақ деди: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида олтирип тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. 56 Амма бу ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши болди. Бу чағда шагиртлириниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти. Алий кеңәшмидә сотлиниш 57 Һәзрити Әйсани тутқун қилғанлар Уни баш роһаний Қаяпаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму у йәрдә җәм болушқан еди. 58 Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип барди вә ишниң нәтиҗисини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң йенида олтарди. 59 Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған испат издәтти. 60 Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испат көрситип берәлмиди. Ахирда икки гувачи оттуриға чиқип: 61 — Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта ясап чиқалаймән» дегән, — деди. 62 Баш роһаний орнидин туруп, һәзрити Әйсаға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқлириға немә дәйсән? — деди. 63 Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди. Баш роһаний Униңға: — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди. 64 Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Сизниң дегиниңиздәк. Лекин шуни билип қоюңки, буниңдин кейин силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар үстидә келидиғанлиғини көрисиләр. 65 Бу сөзни аңлиған баш роһаний тонлирини житип ташлап: — У Худаға күпүрлүк қилди. Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди. Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар. 66 Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. — Өлүм җазасиға тегишлик! — дәп җавап қайтурушти улар. 67 Буниң билән улар һәзрити Әйсаниң йүзигә түкүрүп, Униңға мушт атти. Бәзилири Уни качатлап: 68 — Әй Мәсиһ, Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дейишти. Петрусниң һәзрити Әйсадин тениши 69 Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир хизмәткар қиз униң йениға келип: — Сән җәлилийәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди. 70 — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — дәп инкар қилди Петрус һәммисиниң алдида. 71 Андин Петрус дәрвазиниң алдиға чиқти. Уни көргән йәнә бир хизмәткар қиз у йәрдә турғанларға: — Бу адәм насирәлик Әйсаниң шериги еди, — деди. 72 Петрус қәсәм қилип: — Мән У Адәмни тонумаймән, — дәп йәнә инкар қилди. 73 У йәрдә турғанлар бир аздин кейин Петрусниң йениға келип: — Шүбһисизки, сән Әйсаниң шериклириниң бири. Тәләппузуңдин мана мән дәп чиқип туриду, — дейишти. 74 Петрус қәсәм қилип: — У Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди. 75 Петрус һәзрити Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti