Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 22 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Той зияпити тоғрисидики тәмсил

1 Һәзрити Әйса уларға йәнә тәмсил билән мундақ деди:

2 — Асманниң Падишалиғи худди бир падишаниң оғли үчүн тәйярлиған той зияпитигә охшайду.

3 Той күни падиша зияпәткә тәклип қилинған меһманларни чақириш үчүн чакарлирини әвәтипту, лекин меһманлар келишни халимапту.

4 Буниң билән падиша йәнә башқа чакарлирини әвәтип, уларға: «Меһманларға: ‹ Қараңлар, зияпәт тәйяр болди. Өкүз вә семиз маллар союлди, һәммә нәрсә тәйяр, зияпәткә мәрһәмәт! › дәңлар», дәп тапилапту.

5 Бирақ меһманлар уларниң сөзлирини етиварға алмай, бири етизиға кәтсә, йәнә бири тиҗаритигә кетипту.

6 Қалғанлири һелиқи чакарларни тутувелип, қаттиқ уруп өлтүрүветипту.

7 Ғәзәпкә кәлгән падиша ләшкәрлирини чиқирип, у қатилларни йоқитип, уларниң шәһиригә от қоюветипту.

8 Андин чакарлириға: «Той зияпити тәйяр, лекин чақирилғанлар лайиқ болуп чиқмиди.

9 Әнди силәр йол қийилишлириға берип, учратқанла адәмләрниң һәммисини тойға тәклип қилиңлар», дәпту.

10 Буниң билән чакарлар йол қийилишлириға чиқип, яхши боламду, яман боламду, учратқанла адәмләрниң һәммисини жиғипту. Той болған орун меһманлар билән толупту.

11 Падиша меһманлар билән көрүшкили кәлгәндә, у йәрдә той кийимини киймигән бир кишини көрүпту.

12 Падиша униңдин: «Бурадәр, той кийимини киймәй, бу йәргә қандақ кирдиң?» дәп сорапту, бирақ у киши һеч қандақ җавап берәлмәпту.

13 Падиша чакарлириға: «Униң пут-қоллирини бағлап, ташқириға, қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәргә ташланғанлар һәсрәттә жиғлап, чиш­лирини ғучурлитиду», дәпту.

14 Ахирда һәзрити Әйса: — Тәклип қилинғанлар көп, лекин талланғанлар аз, — деди.


Баҗ тапшуруш мәсилиси

15 Буниң билән пәрисийләр у йәрдин кетип, қандақ қилип һәзрити Әйсани Өз сөзлири билән қапқанға чүшириш һәққидә мәслиһәтләшти.

16 Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.

17 Қени, ейтип бәргәйсиз, Рим импера­ториға баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? — дейишти.

18 Уларниң яман нийитини билгән һәзрити Әйса: — Әй сахтипәзләр, немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр?

19 Баҗға тапшуридиған пулуңларни Маңа көрситиң­ларчу, — деди. Улар бир данә күмүч тәңгә әкәлди.

20 Һәзрити Әйса улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди.

21 — Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар. — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.

22 Улар бу сөзни аңлап, һәйран болуштидә, һәзрити Әйсаниң йени­дин кетип қалди.


Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә

23 Шу күни өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:

24 — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп тәлим бәргән.

25 Бурун бу йәрдә йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин аләмдин өтти. Пәрзәнт көрмигәнликтин, кәйнидики иниси йәңгисини әмригә алди.

26 Бирақ уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүп, аяли кәйнидики инисиға ятлиқ болди. Бу иш таки йәттинчи инисиғичә давамлашти.

27 Ахирда у аялму аләмдин өтти.

28 Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял йәттә ака-укидин қайсисиниң аяли болуп тирилиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алғандә!

29 Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигән­лигиңлар үчүн хаталишисиләр.

30 Өлүмдин тирилгәндин кейин, инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду.

31 Өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә дегән сөзини оқумидиңларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Худа уларни тирик һесаплап,

32 «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду. Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур.

33 Буларни аңлиған хәлиқ Униң тәлимидин һаң қетип қелишти.


Әң муһим әмир

34 Пәрисийләр һәзрити Әйсаниң садуқийларниң ағзини тувақлиған­лиғини аңлап, бир йәргә җәм болушти.

35 Уларниң арисидики бир Тәврат устази һәзрити Әйсани синаш мәхситидә Униңдин:

36 — Устаз, Тәврат қанунидики әң муһим әмир қайси? — дәп сориди.

37 Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин».

38 Алдинқи вә әң муһим әмир мана шу.

39 Униңға охшаш муһим йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй».

40 Пүтүн Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири бу икки әмирни асас қилған.


Қутқазғучи-Мәсиһниң салаһийити

41 Пәрисийләр топлишип турғанда, һәзрити Әйса улардин:

42 — Қутқазғучи-Мәсиһ тоғрисида немә ойлаватисиләр? У кимниң Әвлади? — дәп сориди. — Давут падишаниң Әвлади, — дейишти улар.

43 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ундақта, немә үчүн Давут падиша Муқәддәс Роһниң илһами билән Қутқазғучи-Мәсиһни «Ғоҗайиним» дәп атайду? Давут Зәбурда мундақ дегәнғу:

44 «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »

45 Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?!

46 Һәзрити Әйсаға һеч ким гәп қайтуралмиди. Шу күндин етиварән, һеч ким Униңдин соал сорашқа петиналмиди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan