Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 20 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиҮзүмзарлиқтики ишчилар 1 Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, мундақ деди: — Чүнки Асманниң Падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Йәр егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәм яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту. 2 У ишчиларниң күнигә бир күмүч тәңгидин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту. 3 Саат тоққуз әтрапида у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар жүргән башқа кишиләрни көрүпту. 4 Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, һәққиңларни мувапиқ беримән», дәпту. 5 Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүш вақтида вә чүштин кейин саат үчләрдә у қайта чиқип, йәнә шундақ ишчилардин бир нәччини яллапту. 6 Саат бәшләрдә чиққинида, у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар жүрисиләр?» дәп сорапту. 7 «Бизни һеч ким яллимиди», дәп җавап қайтурупту улар. «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар», дәпту йәр егиси уларға. 8 Кәчқурунлуғи йәр егиси ғоҗидарға: «Ишчиларни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр», дәпту. 9 Чүштин кейин саат бәштә ишқа чүшкәнләр келип, ғоҗидардин бир күмүч тәңгидин елишипту. 10 Әң авал ишқа чүшкәнләр техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту. Бирақ уларға новәт кәлгәндә, ғоҗидар уларғиму бир күмүч тәңгидин берипту. 11 Улар иш һәққини алғандин кейин, йәр егисидин рәнҗип: 12 «Кейин кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларға күн бойи қаттиқ иссиқта азап чәккән бизгә охшаш һәқ бәрдиңиз!» дейишипту. 13 Йәр егиси уларниң биригә мундақ җавап қайтурупту: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч тәңгигә келишмигәнмидуқ? 14 Һәққиңни елип қайтип кәткин, кейин кәлгәнләргиму саңа охшаш бәрсәм немә бопту? 15 Өз пулумни өзәм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Мәртлигимни көрәлмәйватамсән йә?» 16 Демәк, ахирқи болғанлар кәлгүсидә алдинқилар болиду, алдинқи болғанлар кәлгүсидә ахирқилар болиду. Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши 17 Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, йолда он икки шагиртини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди: 18 — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип, 19 римлиқларға тапшуруп бериду. Римлиқлар Уни мәсқирә қилип, қамчилап, чапрас яғачқа миқлайду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду. Бир аниниң тәливи 20 Шу чағда Зәбәдийниң аяли он икки шагирт ичидики икки оғлини елип, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди вә Униңға тазим қилип туруп, бир тәливи барлиғини ейтти. 21 — Немә тәливиңиз бар? — дәп сориди һәзрити Әйса. Аял Униңға: — Қобул қилғайсиз, Сизниң Падишалиғиңизда бу икки оғлумдин бири оң йениңизда, бири сол йениңизда олтарсун, — деди. 22 — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини ичәләмсиләр? — Ичәләймиз, — дейишти улар. 23 Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә ортақ болисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Атам у орунларни кимләргә тәйярлиған болса, шулар олтириду. 24 Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт бу икки қериндишидин хапа болди. 25 Лекин һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмранлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду. 26 Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. 27 Ким алдинқиси болушни халиса, у қалғанларниң қули болсун. 28 Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди. Һәзрити Әйсаниң икки қарғуни сақайтиши 29 Улар Ериха шәһиридин чиққанда, топ-топ кишиләр һәзрити Әйсаға әгишип маңди. 30 Йол бойида олтарған икки қарғу һәзрити Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап: — Әй тәхсир, падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп вақириди. 31 Көпчилик уларни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин улар: — Я Рәббим, әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп техиму үнлүк вақириди. 32 Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, уларни чақирип: — Мәндин немә тәләп қилисиләр? — дәп сориди. 33 — Я Рәббим, көзлиримизни ачқайсиз! — дейишти улар. 34 Уларға ич ағритқан һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзгән еди, көзлири шу ан ечилип кәтти. Улар һәзрити Әйсаға әгишип маңди. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti