Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Талақ қилиш тоғрисида

1 Һәзрити Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Җәли­лийә өлкисидин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди.

2 Зор бир топ адәм Униңға әгишип кәлгән еди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики кесәлләрни шу йәрдила сақайтти.

3 Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Униңға қапқан қуруш мәхситидә Униңдин: — Бир адәмниң һәр қандақ бир сәвәп билән аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.

4 Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Тәвратни оқумидиңларму? Яратқучи бурунла инсанларниң бир гәвдә болуши үчүн, уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә

5 «Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур», деди.

6 Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бир тәндур. Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун.

7 Пәрисийләр һәзрити Әйсадин: — Ундақта, Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әрләрниң өз аяллириға бир парчә талақ хетини берипла уларни талақ қилса болидиғанлиғини ейтти? — дәп сорашти.

8 Һәзрити Әйса уларға: — Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр аяллириңларни талақ қилса рухсәт қилған. Бирақ аләм яритилғанда бундақ әмәс еди.

9 Билип қоюңларки, аялини җинсий әхлақсизлиқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду.

10 Шагиртлар һәзрити Әйсаға: — Әгәр әр билән аял оттурисидики мунасивәт шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди.

11 Һәзрити Әйса уларға: — Бу дегәнликни һәммила адәм әмәс, пәқәт Худа несип қилған­ларла қобул қилалайду.

12 Өйләнмәйдиған кишиләр хилму-хилдур. Бәзиләр туғма җинсий қабилийити аҗизлар, бәзиләр башқилар тәрипидин пичиветилгәнләр, йәнә бәзиләр Асманниң Падишалиғи үчүн өйлиништин ваз кәчкәнләрдур. Бу дегәнликни қобул қилалай­диғанлар қобул қилсун! — деди.


Һәзрити Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши

13 Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балили­рини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди.

14 Һәзрити Әйса: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Асманниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур, — деди.

15 Һәзрити Әйса қоллирини уларға тәккүзүп бәхит тилигәндин кейин, у йәрдин кәтти.


Мүлүкдардики мүшкүлат

16 Бир күни бир жигит һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, мән қандақ яхши ишларни қилсам, мәңгүлүк һаятқа ериши­мән? — дәп сориди.

17 Һәзрити Әйса униңға: — Яхшилиқ тоғрисида немишкә Мәндин сорайсиз? Яхши болғу­чидин пәқәт Аирила бар. Мәңгүлүк һаятқа еришмәкчи болсиңиз, Униң әмирлирини ада қилиң, — деди.

18 — Қайси әмирләрни дәйсиз? — дәп сориди һелиқи жигит. Һәзрити Әйса мундақ деди: — Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә,

19 ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзәңни сөйгән­дәк сөй.

20 — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Булардин башқа йәнә немиләрни қилишим керәк? — дәп сориди жигит.

21 Һәзрити Әйса униңға: — Әгәр кам-котисиз болушни халисиңиз, берип барлиқ мал-мүлки­ңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз, асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң, — деди.

22 Бу сөзни аңлиған жигит қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.

23 Һәзрити Әйса шагирт­лириға: — Билип қоюңларки, байларниң Асманниң Падишалиғиға кириши тәс.

24 Йәнә шуни ейтайки, уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс! — деди.

25 Буни аңлиған шагиртлар бәкму һәйран болушуп: — Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дәп сорашти.

26 Һәзрити Әйса уларға қарап: — Бу инсанларниң қолидин кәлмәйду, лекин Худа һәммигә қадирдур, — деди.

27 Буниң билән Петрус Униңдин: — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ! Биз буниңдин немигә еришимиз? — дәп сориди.

28 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, йеңи дуния йетип келип, Инсан Оғли шан­лиқ тәхтидә олтарғинида, силәр — Маңа әгәшкәнләр он икки тәхттә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр.

29 Мени дәп өйлири, қериндашлири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси йоқатқанлиридин йүз һәссә артуғираққа еришип, мәңгүлүк һаяттин һөзүрлиниду.

30 Лекин шу чағда нурғун алдинқи қатардикиләр ахирқилар болиду, нурғун ахирқилар алдинқи қатарға чиқиду.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan