Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 17 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиҺәзрити Әйсаниң нурға чөмүши 1 Алтә күндин кейин һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти. 2 У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди. 3 Тосаттин шагиртларға Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиватқанлиғи көрүнди. 4 Петрус һәзрити Әйсаға: — Әй Рәббим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Халисиңиз, бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә тәвә дәп, бу йәргә үч кәпә ясай, — деди. 5 Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди. 6 Шагиртлар буни аңлап, интайин қорқушқан һалда йәргә дүм йетивалди. 7 Бирақ һәзрити Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп: — Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди. 8 Улар бешини көтирип қариведи, һәзрити Әйсадин башқа һеч ким көрүнмиди. 9 Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлириңларни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди. 10 Андин шагиртлири Униңдин: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк», дейишиду? — дәп сорашти. 11 Һәзрити Әйса җававән: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға кәлтүриду. 12 Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиғанлиқтин, униңға қилмиған әскилиги қалмиди. Худди шуниңдәк, улар Инсан Оғлиғиму азап салиду, — деди. 13 Шу чағда шагиртлар һәзрити Әйсаниң Илияс пәйғәмбәрни тилға елиш арқилиқ чөмүлдүргүчи Йәһияни көрситиватқанлиғини чүшәнди. Җин чаплашқан балиниң сақайтилиши 14 Улар көпчиликниң йениға барғинида, бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип: 15 — Тәхсир, оғлумниң һалиға йәткәйсиз! Балиниң тутқақлиқ кесили болғачқа, һали бәк харап, дайим отниң яки суниң ичигә чүшүвалиду. 16 Уни шагиртлириңизға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди. 17 — Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәрниң Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса, — балини алдимға елип келиңлар. 18 Һәзрити Әйса җинға буйруқ қилди. Шуниң билән җин балидин чиқип кәтти, балиму шу ан сақайди. 19 Кейин һәзрити Әйса ялғуз қалғанда, шагиртлар Униң йениға келип: — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти. 20 — Ишәнчиңлар аҗиз болғанлиғи үчүн, билип қоюңларки, силәрдә қича уруғидәк көләмдә болсиму ишәнч болсиди, әву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч», десәңлар, көчкән болатти. Ишәнчиңлар болса, қолуңлардин һеч иш қечип қутулалмайду. { 21 Бирақ бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш биләнла һайдиғили болиду, — деди һәзрити Әйса уларға.} Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини иккинчи қетим ейтиши 22-23 Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди. Ибадәтхана беҗини тапшуруш 24 Һәзрити Әйса шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип: — Устазиңлар ибадәтхана беҗини төлимәмду? — дәп сориди. 25 — Төләйду, — деди Петрус. Петрус өйгә кәлгәндә, у техи бир немә демәстинла һәзрити Әйса униңдин: — Симун, сениңчә дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму яки башқилардинму? — дәп сориди. 26 Петрус: — Башқилардин, — дейиши билән, һәзрити Әйса: — Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин хали болиду. 27 Бирақ баҗ жиққучиларниң чишиға тәгмәйли, көлгә берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқниң ағзини ачсаң, бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti