Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Чөмүлдүргүчи Йәһияниң өлтүрүлүши

1 У күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрләрни аңлиған Һирод хан

2 қол астидикиләргә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк, у чоқум өлүмдин тирилипту. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу, — деди.

3 Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди.

4 Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди.

5 Һирод шу сәвәптин Йәһияни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ хәлиқтин қорққан еди, чүнки хәлиқ Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қаратти.

6 Һиродниң туғулған күни аяли Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һиродқа шундақ яқтики,

7 қизға немә тилисә, шуни беришкә қәсәм қилди.

8 Қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Дәрһал чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкелиң, — деди.

9 Һирод хан буниңға оңайсизланған болсиму, меһманларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, бу тәләпни орунлашни буйриди.

10 Адәм әвәтип, зинданда Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини алдурди.

11 Бир тәхсигә қоюлған калла қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди.

12 Йәһияниң шагиртлири берип, җәсәтни дәпнә қилди. Андин һәзрити Әйсаға әһвални хәвәр қилди.


Һәзрити Әйсаниң бәш миң кишини тойдуруши

13 Һәзрити Әйса бу хәвәрни аңлап, хали бир җайға Өзи ялғуз кетиш үчүн кемигә олтирип, у йәрдин кәтти. Буниңдин хәвәр тапқан хәлиқ әтраптики йезилардин келишип, Униң кәйнидин пиядә маңди.

14 Һәзрити Әйса кемидин чүшкинидә, нурғун адәмләрни көрди вә уларға ич ағритип, уларниң кесәллирини сақайтти.

15 Кәчқурун шагиртлири һәзрити Әйсаниң йениға келип: — Бу хали бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқ­ни тарқитивәткән болсиңиз, улар кәнтләргә берип өзлиригә тамақ сетивалсун, — деди.

16 — Уларниң тарқап кетишиниң һаҗити йоқ, уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди һәзрити Әйса.

17 Шагиртлар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти.

18 — Уларни Маңа елип келиңлар, — деди һәзрити Әйса.

19 У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.

20 Һәммиси йәп тойди. Шагиртлар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә жиғивалди.

21 Тамақ йегәнләрниң сани аяллар вә балиларни һесапқа алмиғанда, бәш миңчә киши еди.


Һәзрити Әйсаниң су үстидә меңиши

22 Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, көлниң қарши қирғиғиға Өзидин авал өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти.

23 Уларни тарқитивәткәндин кейин, һәзрити Әйса дуа-тилавәт қилиш үчүн Өзи тәнһа таққа чиқти, кәчтиму У йәрдә ялғуз қалди.

24 Бу чағда кемә қирғақтин хелә узақта долқунлар ичидә чайқилип тәстә илгириләвататти, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти.

25 Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагиртлири тәрәпкә кәлди.

26 Шагиртлар Униң көлниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, вәһимигә чүшти. — У бир алвасти! — дейишип, қорқуп чуқан селишип кәтти.

27 Лекин һәзрити Әйса дәрһал уларға: — Хатирҗәм болуңлар, бу Мән, қорқмаңлар! — деди.

28 Петрус буниңға җававән: — Әй Рәббим, әгәр бу Сиз болсиңиз, су үстидә меңип йениңизға беришимға әмир қилиң, — деди.

29 — Кәл, — деди һәзрити Әйса. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә һәзрити Әйсаға қарап маңди.

30 Лекин қаттиқ чиқиватқан боранни көрүп қорқти вә суға чөкүшкә башлиғанда: — Рәббим, мени қутқузувалғайсиз! — дәп вақириди.

31 Һәзрити Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәнчи аҗиз, немишкә гуман қилдиң? — деди.

32 Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди.

33 Шагиртлири һәзрити Әйсаға сәҗдә қилип: — Сиз һәқиқәтән Худа Оғли екәнсиз, — дейишти.


Һәзрити Әйсаниң Гинәсарда бемарларни сақайтиши

34 Улар көлниң қарши тәрипигә өтүп, Гинәсар дегән йәрдә қуруқ­луққа чиқти.

35 У йәрниң хәлқи һәзрити Әйсани тонуп, әтрап­тики җайларға хәвәр әвәтти. Кишиләр бемарларниң һәммисини Униң алдиға елип келип,

36 һәзрити Әйсадин бемарларниң һеч болми­ғанда Униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға рухсәт қилишини сорап ялвуратти. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan