Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиҺәзрити Әйса билән Закай 1 Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә кирип өтүп кәтмәкчи болди. 2 У йәрдә Закай исимлиқ бир баҗгирлар башлиғи болуп, у наһайити бай еди. 3 У һәзрити Әйсаниң қандақ Адәм екәнлигини көрүшни арзу қилатти, лекин бойи пака болғачқа, кишиләр топи ичидин Уни көрәлмиди. 4 Шуңа у жүгрәп, халайиқниң алдиға өтүп, бир түп үҗмә дәриғигә чиқивалди. Чүнки һәзрити Әйса бу йолдин өтәтти. 5 Һәзрити Әйса у йәргә кәлгәндә, бешини көтирип Закайға қарап: — Закай, чапсан чүш! Бүгүн Мән чоқум сениң өйүңдә қонимән, — деди. 6 Закай дәрһал чүшүп, интайин хошал болған һалда һәзрити Әйсани өйигә апирип меһман қилди. 7 Буни көргән җамаәт: — Бу Адәм гунакарниң өйидә меһман болди! — дәп ғотулдишип кәтти. 8 Закай орнидин туруп Рәббимиз Әйсаға: — Я Рәббим, мән мал-мүлкүмниң йеримини кәмбәғәлләргә бөлүп беримән. Әгәр мән бирәр кишини алдап һәққини алған болсам, униңға төрт һәссә қатлап қайтуримән, — деди. 9 — Бүгүн бу адәм қутқузулди. Чүнки у ишәнч билән өзиниң Ибраһимниң пәрзәнди екәнлигини көрсәтти. 10 Инсан Оғли униңға охшаш азған адәмләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди һәзрити Әйса. Садақәтлик болушниң лазимлиғи 11 У чағда һәзрити Әйса пайтәхт Йерусалимға йетип келишкә азла қалғанлиғи үчүн, җамаәт хата һалда Униң Худаниң Падишалиғини тиклишигә аз қалди, дәп қаратти. 12 Бирақ һәзрити Әйса уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Бир ақсүйәк падишалиқ тәхтигә егә болуп келиш үчүн жирақ бир йәргә қарап йолға чиқипту. 13 Йолға чиқиштин илгири он чакирини алдиға чақирип, һәр биригә бирдин тилла берип: «Мән қайтип кәлгичә, буниң билән тиҗарәт қилиңлар, қени, қанчилик пул тапидикәнсиләр», дәпту. 14 Бирақ жутидикиләр бу ақсүйәккә өч болғачқа, кәйнидин адәм әвәтип: «Бу адәмниң бизгә падиша болушини халимаймиз», дәпту. 15 Ақсүйәк падиша болуп қайтип кәлгәндин кейин, дәрһал һелиқи чакарлирини чақирип, һәр қайсисиниң оқәт қилип қанчилик пул тапқанлиғини билмәкчи болупту. 16 Башта кәлгини: «Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип он тилла таптим», дәпту. 17 «Наһайити яхши! Сән яхши чакар екәнсән. Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, мән сени он шәһәрни башқурушқа тайинлаймән», дәпту ғоҗайин. 18 Иккинчи чакар келип: «Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип бәш тилла таптим», дәпту. 19 «Сәнму бәш шәһәрни башқурисән», дәпту ғоҗайин. 20 Бирақ үчинчи чакар келип: «Ғоҗайин, бәргән тиллайиңиз мана турупту. Мән уни қол яғлиғимға йөгәп өйдә сақлидим. 21 Мән сиздин қорқимән, чүнки сиз қаттиқ адәм, башқиларға аманәт қойсиңиз, униң көпийишини, өзиңиз теримисиңизму, униң һосулини күтисиз», дәпту. 22 «Әй яман чакар, сени ағзиңдин чиққан сөзлириң бойичә җазалаймән. Сән мениң теримай туруп жиғивалидиған, өзәмниң болмиғанни еливалидиған қаттиқ адәм екәнлигимни билип туруп, 23 йәнә немә үчүн пулумни ғәзничиләргә аманәт қоймидиң? Мән қайтип кәлгәндә өсүми билән алмасмидим?» дәпту ғоҗайин. 24 Кейин у йенидикиләргә: «Униңдики тиллани елип, он тилла тапқан чакарға бериңлар!» дәп буйруқ қипту. 25 «Ғоҗайин, униң он тилласи турса!» дейишипту улар. 26 «Шундақ», дәпту ғоҗайин, «Берилгәнни толуқ ишләткәнләргә техиму көп берилидудә, буниң билән улардики техиму көпийиду. Лекин берилгәнни ишләтмигәнләргә кәлсәк, уларниң бариму елип кетилиду. 27 Мениң падиша болушумни халимиған дүшмәнлиримгә кәлсәк, уларни алдимға елип келип, каллисини елиңлар!» Һәзрити Әйсаниң тәнтәнә билән Йерусалимға кириши 28 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, топниң алдида меңип, Йерусалимға қарап жүрүп кәтти. 29 Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йезиларға йетип келәй дегәндә, икки шагиртини 30 мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға киргиниңларда, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, бу йәргә йетиләп келиңлар. 31 Әгәр бири силәрдин: «Тәхәйни немишкә йешисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти», дәңлар. 32 Улар берип қариса, дәл һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. 33 Улар тәхәйни йешиватқанда, егилири: — Тәхәйни немишкә йешисиләр? — дәп сориди. 34 — Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти, — дәп җавап бәрди улар. 35 Егилири мақул болғандин кейин, шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, өз чапанлирини үстигә селип, һәзрити Әйсани йөләп миндүрди. 36 Һәзрити Әйса маңғанда, хәлиқләр чапанлирини йолға паяндаз қилип салди. 37 Һәзрити Әйса Зәйтун теғидин чүшүп Йерусалимға йеқин қалғанда, Униң нурғун шагиртлири өз көзи билән көргән һәммә әҗайип мөҗүзиләр үчүн хурсәнлик билән вақирап, Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди: 38 «Пәрвәрдигаримизниң намида кәлгән Падишаға мубарәк болсун! Инсан Худа билән яраштурулғуси, әң бүйүктики Худаға шан-шәрәп болсун!» 39 Топниң ичидә бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаға: — Устаз, шагиртлириңизниң ундақ гәп қилмай, җим болушини буйруғайсиз! — дейишти. 40 — Улар җим турған тәғдирдиму, бу ташлар чеғида Худани мәдһийиләп чуқан селишқан болатти, — деди һәзрити Әйса уларға. Йерусалим үчүн һәсрәт чекип жиғлаш 41 Һәзрити Әйса Йерусалимға йетип кәлгәндә, шәһәрни көрүп, һәсрәттә көз йеши қилип: 42 — Әй йерусалимлиқлар! Неминиң силәргә аманлиқ кәлтүридиғанлиғини бүгүн билгән болсаңлар! Амма у һазир көзлириңлардин йошурундур. 43 Шундақ күнләр келидуки, дүшмәнлириңлар шәһириңларниң әтрапиға қорған қуруп, силәрни төрт тәрәптин қоршавелип, 44 силәрни вә балилириңларни йәр билән йәксән қилиду, һәтта бир тал һул тешиниму җайида қалдурмайду. Чүнки Худа силәргә шапаәт қилған пурсәтни пәриқ етәлмидиңлар, — деди. Һәзрити Әйсаниң мәркизий ибадәтханини тәртипкә селиши 45 Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдап чиқирип, 46 уларға: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр буни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди. 47 Шу күнләрдә һәзрити Әйса һәр күни мәркизий ибадәтханида тәлим бәрди. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Уни уҗуқтурувәтмәкчи болушти. 48 Лекин қандақ қол селишни билмәтти. Чүнки пүтүн хәлиқ һәзрити Әйсаниң тәлимини аңлашқа шунчилик хуштар едики, Униң һәр бир еғиз сөзини қалдурмай, көңүл қоюп аңлатти. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti