Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Һәзрити Әйсаниң туғма қарғуни сақайтиши

1 Һәзрити Әйса йолда кетиветип, туғма қарғу бир адәмни көрди.

2 Шагиртлири һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу адәмниң туғма қарғу болуши кимниң гуна қилғанли­ғидин болған? Өзиниңму яки ата-анисиниңму? — дәп сорашти.

3 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур.

4 Күн­ниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзипи­сини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду.

5 Дунияда болған мәзгилимдә дунияниң нури Өзәмдурмән.

6 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, йәргә түкүрүп, түкүрүк билән лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүркәп қойди

7 вә униңға: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», деди. («Силоһа» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгүчи» дегән мәнани бериду.) Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң дегини бойичә қилди вә көзлири ечилған һалда қайтти.

8 Хошнилири вә тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишти.

9 Бәзиләр: «Һә-ә, шу» — десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у әмәс, амма униңға охшайдикән», дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди.

10 — Ундақта, көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.

11 У мундақ җавап бәрди: — Әйса дегән бир Киши түкүрүгидин лай қилип, көзлиримгә сүркәп қоюп, маңа: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», дегән еди. Мән у йәргә берип жуйсам, көзлирим ечилип кәтти.

12 — У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у.


Пәрисийләрниң вақиәни сүрүштүрүши

13 Халайиқ илгири қарғу болған бу адәмни пәрисийләрниң йениға елип беришти.

14 Һәзрити Әйса лай қилип, бу адәмниң көзлирини сақайтқан күн — дәл дәм елиш күни еди.

15 Пәрисийләр бу адәмдин көзлириниң қандақ ечилғанлиғини сориведи, у: «У көзлиримгә лай сүркәп қойди, андин көзүмни жуйдум. Һазир мана көрәләйдиған болдум!» деди.

16 Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири: — У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти. Йәнә бәзилири: — Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.

17 Улар қарғу адәмдин йәнә: — Көзлириңни ачқан бу адәм сениңчә қандақ адәмду? — дәп сорашти. — У бир пәйғәмбәр, — деди һелиқи адәм.

18 Йәһудий ақсақаллири көзлири ечилған адәмниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қарғу екәнлигигә вә һазир көзлириниң ечилғанлиғиға ишәнмәтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,

19 улардин: — Туғма қарғу дегән оғлуңлар мошуму? Һазир қандақларчә көрәләй­диған болуп қалди? — дәп сорашти.

20 — Униң бизниң оғлумиз екәнлиги вә туғулушидинла қарғу екән­лиги раст,

21 лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанли­ғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. Уни өзәңлар сораңлар, у чоң адәм турса, өз ишини өзи сөзләп бәрсун, — дәп җавап бәрди униң ата-аниси.

22 Улар йәһудий ақсақаллиридин қорққанлиғи үчүн шундақ дейиш­ти, чүнки йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ, дәп етирап қилғанларни ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқиришни қарар қилған еди.

23 Шуниң үчүн һелиқи адәмниң ата-аниси: «У чоң адәм турса, өзидин сораңлар», дегән еди.

24 Пәрисийләр илгири қарғу болған у адәмни йәнә чақирип: — Худа алдида қәсәм қил! Биз бу Адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.

25 У мундақ җавап бәрди: — Униң гунакар яки гунакар әмәслигини билмәймән. Мән пәқәт бирла нәрсини билимән, у болсиму қарғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.

26 Бу чағда улар: — У саңа немә чарә қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.

27 У җававән: — Силәргә ейтсам, қулақ салмидиңлар. Йәнә қандақларчә аңли­мақчи болуп қалдиңлар? Силәрму Униң шагиртлири болмақчиму немә?! — деди.

28 Буниң билән улар уни һақарәтләп: — Сән У әбләхниң шагирти! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң шагиртлири.

29 Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.

30 Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! У көзлиримни ачти. Шундақтиму силәр Униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмидиңлар.

31 Биз билимизки, Худа гунакарларниң тилигини аңлимайду, бәлки Өзигә ибадәт қилған вә ирадисини ишқа ашурғанларниңкини аңлайду.

32 Дуния яритилғандин бери бирәр кишиниң туғма қарғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәсмиз.

33 Бу Адәм Худа тәрипидин әвәтилмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.

34 Улар уни: — Сән гуна ичидә туғулған туруп, әнди бизгә тәлим бәрмәкчи­мусән? — дейишип, ибадәтханидин қоғлап чиқиришти.


Роһий қарғулуқ

35 Һәзрити Әйса уларниң һелиқи адәмни ибадәтханидин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: — Сән Инсан Оғлиға ишинәмсән? — дәп сориди.

36 — Һәзрәтлири, У Ким? Ейтип бәргәйсиз, Униңға ишинәй, — деди һелиқи адәм.

37 — Уни көрүп турупсән, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң Өзи, — деди һәзрити Әйса униңға.

38 Һелиқи адәм: — Әй Рәббим, Саңа ишәндим! — дәп һәзрити Әйсаға сәҗдә қилди.

39 — Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, кор­лар­ни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнли­гини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса.

40 Униң йенидики бәзи пәрисийләр бу сөзләрни аңлап: — Бу бизниму кор дәп қариғанлиқ әмәсту? — дәп сорашти.

41 — Кор болған болсаңлар, гунакар болмиған болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — лекин һазир «көрүватимиз» дегәнлигиңлар үчүн гунакарсиләр.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan