Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 20 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Һәзрити Әйсаниң тирилиши

1 Йәкшәнбә күни таң техи йорумиғанда, мәҗдәллик Мәрийәм һәзрити Әйсаниң йәрлигигә барди вә өңкүрниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.

2 У жүгригән пети Симун Петрус вә һәзрити Әйса яхши көридиған һелиқи шагиртниң йениға келип, уларға: — Рәббимизни йәрлигидин еливетипту, қәйәргә қойғанлиғини бил­мидуқ! — деди.

3 Петрус билән һелиқи шагирт ташқириға чиқип, йәрликкә қарап йол алди.

4 Иккиси биллә жүгришип маңди, лекин һелиқи шагирт Петрустин тез жүгрәп, йәрликкә биринчи болуп йетип барди.

5 У иңишип ичигә қарап, кәндир кепинниң у йәрдә йейиқлиқ турған­ли­ғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.

6 Кәйнидин Симун Петрус йетип келип, йәрликкә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған кепинни көрди.

7 Һәзрити Әйсаниң бешиға чигилгән яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепин билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.

8 Андин йәрликкә авал кәлгән шагиртму йәрликниң ичигә кирип, әһвални көрүп, һәзрити Әйсаниң тирилгәнлигигә ишәнди.

9 Шундақ болсиму, улар һәзрити Әйсаниң өлүп қайта тирилиши керәклиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләрни техичә чүшәнмигән еди.

10 Шуниңдин кейин иккиси өзлири туруватқан җайға қайтишти.


Һәзрити Әйсаниң мәҗдәллик Мәрийәмгә көрүнүши

11 Мәрийәм болса йәрликниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғ­лап туруп йәрликниң ичигә иңишип қариведи,

12 ақ кийим кийгән икки периштәни көрди. Уларниң бири һәзрити Әйсаниң җәсиди қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.

13 Улар Мәрийәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсиз? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, Уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйва­тимән, — деди Мәрийәм.

14 У шу гәпни қилипла кәйнигә қариведи, бириниң у йәрдә турғи­нини көрди. У дәл һәзрити Әйса еди. Лекин у һәзрити Әйса екәнли­гини биләлмиди.

15 — Ханим, немишкә жиғлайсиз, кимни издәйсиз? — дәп сориди һәзрити Әйса. Мәрийәм Уни бағвән дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр Уни сиз йөткәвәткән болсиңиз, қәйәргә қойған­лиғи­ңизни ейтип бәргәйсиз, мән Уни елип кәлсәм, — деди.

16 — Мәрийәм! — деди һәзрити Әйса униңға. Мәрийәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди. (Бу сөз «устаз» дегән мәнада.)

17 — Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса.

18 Шуниң билән мәҗдәллик Мәрийәм шагиртларниң йениға берип, уларға: — Рәббимизни көрдүм! — деди. Андин һәзрити Әйсаниң өзигә ейтқанлирини уларға сөзләп бәрди.


Һәзрити Әйсаниң шагиртлириға көрүнүши

19 Шу йәкшәнбә күни кәчтә шагиртлар җәм болған йеридә йәһудий­лар­дин қорққанлиғидин өйниң ишиклирини тақавәткән еди. Шу пәйттә һәзрити Әйса уларниң арисида пәйда болуп, өрә турған һалда уларға: — Аман болуңлар! — деди

20 вә арқидинла қоллири вә биқинини уларға көрсәтти. Шагиртлар Рәббини көргинидин қин-қиниға пат­май хошал болушуп кәтти.

21 Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәти­мән, — деди.

22 Бу сөзләрни қилип болғандин кейин, уларға бир пүвләп: — Худаниң Муқәддәс Роһиға муйәссәр болуңлар.

23 Кимниң гунали­рини кәчүрсәңлар, униң гуналири кәчүрүм қилиниду. Кимниң гуна­лирини кәчүрүм қилмисаңлар, униң гуналири кәчүрүм қилин­майду, — деди.


Һәзрити Әйсаниң Томасқа көрүнүши

24 Он икки шагирттин бири, йәни «қош гезәк» дәп атилидиған Томас һәзрити Әйса кәлгәндә, уларниң йенида әмәс еди.

25 Кейин улар униңға: — Биз Рәббимизни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас: — Униң қоллирида миқниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тәккүзүп бақмиғичә һәргиз ишәнмәймән, — деди.

26 Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп: — Аман болуңлар! — деди.

27 Андин Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тәккүзүп бақ. Гуман қилмай, Маңа ишән, — деди.

28 — Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән.

29 Һәзрити Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиңму? Көрмәй туруп ишәнгән­ләр нәқәдәр бәхитлик һә! — деди.


Бу китаптики мәхсәт

30 Һәзрити Әйса шагиртлириниң алдида бу китапта йезилмиған башқа нурғун мөҗүзиләрниму көрсәтти.

31 Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan