Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 12 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиГунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши 1 «Өтүп кетиш» һейтидин алтә күн илгири һәзрити Әйса Өзи өлүмдин тирилдүргән Лазар турған җай — Бәйтанияға кәлди. 2 У йәрдә Униңға зияпәт берилди, Марта у йәрдә меһманларни күтүвататти. Лазар һәзрити Әйса билән һәмдәстихан болғанлардин бири еди. 3 Мәрийәм сап сумбулдин ясалған интайин қиммәт баһалиқ әтирдин бир қадақ әкелип, һәзрити Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни Униң путлириға сүрди. Өй әтирниң хуш пуриғи билән толди. 4 Лекин һәзрити Әйсаниң шагиртлиридин бири, йәни кейин Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда Ишқарийот: 5 — Бу әтирниң қиммити бир адәмниң жиллиқ киримгә тәң келидикән! Немишкә бу әтир сетилип, пули кәмбәғәлләргә берилмиди? — деди. 6 Бу сөзни у кәмбәғәлләргә көңүл бөлидиғанлиғи үчүн әмәс, оғри болғанлиғи үчүн дегән еди. У шагиртларниң ортақ пулини башқуратти вә оғрилап хәшләтти. 7 — Аялниң ихтияриға қоюп бәр, — деди һәзрити Әйса, — у бу арқилиқ Мениң дәпнә қилинидиған күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду. 8 Кәмбәғәлләр һәр дайим араңларда, лекин Мән һәр дайим араңларда болмаймән. Алий роһанийларниң Лазарни өлтүрүш сүйиқәсти 9 Зор бир түркүм йәһудийлар һәзрити Әйсаниң Бәйтанияда екәнлигини аңлиди вә ялғуз һәзрити Әйсани әмәс, У өлүмдин тирилдүргән Лазарниму көрүш үчүн у йәргә кәлди. 10 Алий роһанийлар болса, Лазарниму өлтүрүшни қәстлиди. 11 Чүнки униң сәвәвидин нурғун йәһудийлар улардин үз өрүп, һәзрити Әйсаға ишинивататти. Шәрәп билән Йерусалимға кириш 12 Әтиси «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүшкә кәлгән зор бир түркүм халайиқ һәзрити Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлиди. 13 Улар қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда Уни қарши алғили чиқишти вә «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Исраилларниң Падишасиға мубарәк болсун!» — дәп вақирашти. 14 Һәзрити Әйса бир тәхәй тепип минди. Бу ишни Зәкәрия пәйғәмбәр хелә бурун алдин-ала ейтип, мундақ язған еди: 15 «Әй Йерусалим хәлқи, әнди қорқмаңлар! Мана Падишариңлар тәхәй минип келиватиду». 16 Униң шагиртлири у чағда буни чүшәнмигән еди, лекин һәзрити Әйса өлүмдин тирилиш вә асманға чиқиш билән улуқланғандин кейин, Зәкәрия пәйғәмбәр язған бу сөзләрни һәм бу иш дәл пәйғәмбәр алдин-ала ейтқандәк болуп чиққанлиғини тонуп йәтти. 17 Һәзрити Әйсаниң Лазарни йәрлигидин чақирип тирилдүргәнлигини көргән кишиләр бу мөҗүзә тоғрисида башқиларға тохтимастин хәвәр қилди. 18 Халайиқ һәзрити Әйсаниң яратқан бу мөҗүзисини аңлиғачқа, Уни қарши алғили чиқишти. 19 Пәрисийләр болса, бир-биригә: — Қараңлар, бизниң қилғинимиз бекар кәтти! Мана әнди пүтүн дуния Униңға әгишип кәтмәктә! — дейишти. Грекларниң һәзрити Әйса билән көрүшүшни тәләп қилиши 20 «Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға ибадәт қилғили кәлгәнләр ичидә йәһудий диниға киргән бәзи грекларму бар еди. 21 Булар Җәлилийәниң Бәйтсайда йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Җанаплири, биз һәзрити Әйса билән көрүшмәкчидуқ, — дәп тәләп қилишти. 22 Филип берип буни Әндәргә мәлум қилди. Андин улар иккиси һәзрити Әйсаға хәвәр қилди. 23 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Инсан Оғлиниң шан-шәрәпкә егә болидиған вақит-саати йеқинлишип қалди. 24 Билип қоюңларки, буғдай дени топиға ташлинип өлмигичә, йәнила бир тал дан пети туриду. Өлсә, бих чиқирип, көп һосул бериду. 25 Һаятини айиғанлар униңдин мәһрум болиду, лекин бу дунияда һаятини айимиғанлар уни мәңгү сақлалайду. 26 Кимду-ким Маңа хизмәт қилишни халиса, Маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, Мениң чакирим шу йәрдә болиду. Маңа хизмәт қилғучиларни асмандики Атам һөрмәтләйду. Һәзрити Әйсаниң Өз өлүми тоғрисида ейтқанлири 27 — Һазир көңлүм қаттиқ азаплиниватиду. Буниңға немә дейишим керәк? «Ата, Мени келидиған азап-оқубәтлик вақит-сааттин қутқуз!» дәйму? Яқ! Мән шу вақит-саатни бешимдин өткүзүш үчүн кәлдим. 28 Ата, улуқлуғуңни көрсәткин! Шу вақитта асмандин бир аваз аңланди: — Улуқлуғумни көрсәттим вә йәнә көрситимән. 29 Шу мәйдандики буни аңлиған халайиқ: — Һава гүлдүрлиди, — дейишти. Йәнә бәзиләр болса: — Бир периштә Униңға гәп қилди, — дейишти. Бирақ һәзрити Әйса: 30 — Бу сөзләр Мени дәп әмәс, силәрни дәп ейтилған. 31 Бу дуния әнди сораққа тартилиду. Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтанму әнди ағдурулиду. 32 Мән йәрдин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни Өзәмгә җәлип қилимән, — деди. 33 (У буни дейиш арқилиқ Өзиниң қандақ өлидиғанлиғини уқтурди.) 34 Халайиқ бу гәпләрни чүшәнмәй, һәзрити Әйсадин: — Муқәддәс Язмиларда: «Қутқазғучи-Мәсиһ өлмәй, мәңгү һаят яшайду», дейилгән турса, Сиз қандақсигә «Инсан Оғли көтирилиши керәк», дәп дәләләйсиз?! Инсан Оғли зади Ким болиду? — дәп сориди. 35 — Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давамлиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду. 36 Шуңлашқа Нур араңларда бар вақитта Униңға ишиниңлар. Буниң билән Нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди һәзрити Әйса. Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, халайиқтин кетип, йошурунувалди. Йәһудийларниң тәрсалиғи 37 Гәрчә У халайиқниң көз алдида шунчә мөҗүзә көрсәткән болсиму, улар Униңға ишәнмиди. 38 Бу әһвал дәл Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисида алдин-ала көрситилгәндәк чиқти: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә ким ишәнди? Сениң күч-қудритиң кимгә аян болди?» 39-40 Халайиқ һәзрити Әйсаға ишинәлмиди. Буниң сәвәвини Йәшая пәйғәмбәр алдин-ала чүшәндүрүп бәргән еди: «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор қилди, қәлбини қатурди. Униң нәтиҗисидә уларниң көзлири көрмәс, қәлби сәзмәс болуп қалди. ‹Улар гуналириға товва қилип, Маңа қайтишни халимайду. Халисиди, мән уларни сақайтаттим ›, дәйду Худа». 41 Йәшая пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң улуқлуғини көргәнлиги үчүн, бу сөзләрни Униңға қарита алдин-ала ейтқан еди. 42 Һалбуки, нурғунлиған кишиләр, һәтта йәһудий ақсақаллириму һәзрити Әйсаға ишәнди. Лекин улар өзлириниң пәрисийләр тәрипидин ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн, ишәнгәнлигини ашкарилимиди. 43 Буниң сәвәви, улар инсандин келидиған махташни Худадин келидиған махташтинму яхши көрәтти. 44 Һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Маңа ишәнгәнләр Маңила әмәс, Мени Әвәткүчигә ишәнгән болиду. 45 Мени көргәнләр Мени Әвәткүчиниму көргән болиду. 46 Мән Маңа ишәнгәнләр қараңғулуқта қалмисун, дәп дунияға нур болуп кәлдим. 47 Сөзлиримни аңлап, сөзлиримгә әмәл қилмиғанларни сораққа тартмаймән, чүнки Мән инсанларни сораққа тартқили әмәс, бәлки уларни қутқузғили кәлдим. 48 Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзлиримни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду. 49 Чүнки Мән Өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ. Немини сөзлишим вә қандақ сөзлишим керәклигини Мени әвәткән Атам Маңа буйриди. 50 Униң буйруғиниң мәңгүлүк һаят елип келидиғанлиғини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Худа Атамниң Маңа буйруғинидәк сөзләймән. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti