Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Лазарниң өлүми

1-2 Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәди­лири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди.

3 Лазарниң һәдилири һәзрити Әйсаға: «Әй Рәббимиз, Сиз яхши көридиған достуңиз кесәл болуп қалди», — дәп хәвәр беришти.

4 Һәзрити Әйса буни аңлап: — Бу кесәллик Лазарниң өлүми билән аяқлашмайду. Әксичә бу арқилиқ Худа Оғлиниң улуқлуғи аян болуп, халайиқ Худаға мәдһийә ейтиду, — деди.

5 Һәзрити Әйса Марта, Мәрийәм вә Лазарни бәк яхши көрәтти.

6 Гәрчә У Лазарниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, Өзи туруватқан йәрдә йәнә икки күн турди.

7 Андин кейин шагиртлириға: — Йәһудийәгә қайта барайли, — деди.

8 Шагиртлири Униңға: — Устаз, йеқиндила у йәрдики хәқләр Сизни чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсиз? — дейишти.

9 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Күндүз он икки саат әмәсму? Күндүзи йол маңған жиқилмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду.

10 Лекин кечиси йол маңған жиқилар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур.

11 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин: — Достумиз Лазар ухлап қалди, Мән уни ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди.

12 Шагиртлар: — Ухлиған болса яхши болуп қалиду, әй Рәббимиз, — деди.

13 Һәзрити Әйса Лазарниң өлүмини демәкчи еди, лекин улар адәттики уйқини дәватиду, дәп ойлашти.

14 Шуниң билән һәзрити Әйса уларға очуғини ейтип: — Лазар аләмдин өтти демәкчимән.

15 Силәрни дәп, униң қешида болмиғанлиғимға хошалмән, чүнки бу силәрниң ишәнчиңларниң күчәйтилиши үчүн йәнә бир пурсәт яритип бәрди. Әнди у бар йәргә барайли, — деди.

16 «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа шагиртларға: — Бизму Униң билән биллә барайли һәм Униң билән биллә өләйли, — деди.


Һәзрити Әйсаниң Лазарни тирилдүрүши

17 Һәзрити Әйса шагиртлири билән Бәйтанияға барғанда, Лазарниң йәрликкә қоюлғиниға төрт күн болғанлиғидин хәвәр тапти.

18 Бәйта­ния Йерусалимдин үч чақирим жирақлиқта еди.

19 Нурғун йәһудийлар Марта билән Мәрийәмниң инисиниң өлүмигә тәсәлла бериш үчүн уларниң йениға кәлгән еди.

20 Марта һәзрити Әйсаниң келиватқанли­ғидин хәвәр тепип, Униң алдиға чиқти. Мәрийәм болса өйдә қалди.

21 — Әй Рәббим, — деди Марта һәзрити Әйсаға, — бу йәрдә болған болсиңиз, иним өлмәс еди.

22 Һелиму, Худадин немә тилисиңиз, Униң Сизгә шуни беридиғанлиғини билимән.

23 — Иниңиз тирилиду, — деди һәзрити Әйса.

24 Марта: — Қиямәт күни униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.

25 — Инсанларни өлүмдин тирилдүргүчи вә һаятлиқ бәргүчи Өзәм­дурмән, — деди һәзрити Әйса униңға, — Маңа ишәнгән киши өлсиму, йәнә һаят болиду.

26 Маңа ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришкәнләр әсла өлмәйду, буниңға ишинәмсиз?

27 — Ишинимән, Рәббим, — деди Марта, — Сизниң инсанлар ари­сиға келишкә тайинланған Қутқазғучи-Мәсиһ, Худа Оғли екәнли­ги­­ңизгә ишинимән.

28 Марта буни дәп болғандин кейин, қайтип сиңлиси Мәрийәмни астағина чақирип: — Устазимиз келип болди. Сени чақириватиду, — деди.

29 Мәрийәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйса билән көрүшкили маңди.

30 У пәйттә һәзрити Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта алдиға чиққан йәрдә еди.

31 Өйдә Мәрийәмгә тәсәлла бериватқан халайиқ Мәрийәмниң бирдинла орнидин туруп, сиртқа чиқип кәткәнлигини көрүшти вә уни қәбирстанлиққа жиға-зар қилғили маңди, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.

32 Бирақ Мәрийәм һәзрити Әйса бар йәргә барди вә Уни көрүп, айиғиға жиқилип: — Әй Рәббим, бу йәрдә болған болсиңиз иним өлмәс еди! — деди.

33 Мәрийәмниң вә униң билән биллә кәлгән халайиқниң жиға-зар қилишқинини көргән һәзрити Әйса ғәзәплинип, көңли қаттиқ азап­ли­нишқа башлиди вә:

34 — Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — Әй Рәббимиз, келип көрүң, — дейишти улар.

35 Һәзрити Әйса көз йеши қилди.

36 Хәқләр: — Қараңлар, У Лазарни немә дегән яхши көргән! — дейишти.

37 Уларниң ичидә бәзилири: — Қарғуниң көзини ачқан Киши Лазарниң һаятини өлүмдин сақлап қалалматтиму? — дейишти.

38 Һәзрити Әйса ичидә йәнә ғәзәплинип, йәрликниң алдиға барди. Йәрлик кириш ағзи чоң таш билән тосалған өңкүр еди.

39 Һәзрити Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгән адәмниң һәдиси Марта: — Әй Рәббим, аләмдин өткинигә төрт күн болди, һазир җәсиди пурап кәткәнду, — деди.

40 Һәзрити Әйса униңға: — Мән саңа: «Ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән», дегән едимғу, — деди.

41 Буниң билән халайиқ ташни еливәтти, һәзрити Әйса көзлирини асманға тикип, мундақ дуа қилди: — Әй Атам, тилигимни аңлайдиғиниң үчүн Саңа шүкүр ейтимән.

42 Тиләклиримни һемишәм аңлайдиғанлиғиңни билимән. Шундақ болсиму әтрапимдики халайиқ Сениң Мени әвәткәнлигиңгә ишән­сун, дәп буни ейтиватимән.

43 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин жуқури авазда: — Лазар, ташқириға чиқ! — дәп чақирди.

44 Лазар қол-путлири кепинләнгән, иңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Һәзрити Әйса уларға: — Кепинликни салдуруп, уни өз мәйлигә қоюветиңлар! — деди.


Һәзрити Әйсани өлтүрүш сүйиқәсти

45 Мәрийәмниң йениға пәтиләп кәлгән вә һәзрити Әйса көрсәткән бу мөҗүзини көргән нурғун хәқләр һәзрити Әйсаға ишәнди.

46 Лекин уларниң ичидә бәзилири пәрисийләрниң йениға берип, һәзрити Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти.

47 Шуңа пәрисийләр вә алий роһанийлар йәһудийларниң алий кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилғулуқ? Бу Адәмниң яратқан нурғун мөҗүзилиригә қарап беқиңлар.

48 Уни бундақ қоюп бәрсәк, һәммә адәм Униңға ишинип кетиду. Шундақ болғанда Рим һөкүмити ибадәтханимизни, һәтта миллитимизни вәйран қиливетиду! — дейишти.

49 Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш роһаний болған Қаяпа: — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр!

50 Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң яхши екәнлигини чүшәнмәйдикәнсиләр, — деди.

51-52 Бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди. У шу жили баш роһаний болғачқа, һәзрити Әйсаниң йәһудий хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға чечилип кәткән пәрзәнт­лириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғини алдин-ала ейтқан еди.

53 Шундақ қилип, улар шу күндин етиварән һәзрити Әйсани өлтүрүветиш үчүн сүйиқәстлик қилишқа башлиди.

54 Шуңа һәзрити Әйса әнди йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәй, у йәрдин кетип, чөлгә йеқин райондики Әфраим шәһиригә келип, шагиртлири билән биллә у йәрдә турди.

55 Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти.

56 Улар һәзрити Әйсани издәтти. Улар мәркизий ибадәтханиға жиғилғи­нида, бир-биригә: — Сениңчә қандақ болар, һәзрити Әйса һейтқа кәлмәмдикин? — дейишәтти.

57 Алий роһанийлар билән пәрисийләр һәзрити Әйсани тутуш үчүн Униң қәйәрдилигини билидиғанларниң өзлиригә мәлум қили­шини буйруған еди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan