Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Ибранийларға йезилған хәт 7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Малкисидиқ һәққидә

1 Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди.

2 Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур.

3 Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.

4 Малкисидиқ немә дегән улуқ адәм-һә! Һәтта әҗдадимиз Ибраһим­му олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.

5 Лавийниң әвлатлиридин роһаний болғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қерин­даш­лиридин, уларниң өзигә охшаш Ибраһимниң нәсли болушиға қаримай, тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши керәк еди.

6 Лекин Малкисидиққа кәлсәк, у лавий қәбилисидин болмисиму, Ибраһим еришкән олҗиниң ондин бир үлүшини қобул қилип, Ибраһимға — Худаниң вәдисигә егә болған бир адәмгә бәхит тилигән.

7 Шүбһи­сизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.

8 Ондин бир үлүшни жиғидиған лавий роһанийлар бәри бир өлидиғанлардур. Бирақ Ибраһимдин ондин бир үлүшни қобул қилған Малкисидиқ болса Муқәддәс Язмиларда гувалиқ берилгәндәк йәнила һаяттур.

9 Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған роһаний лавийларму әҗдади Ибраһим арқилиқ Малкиси­диққа ондин бир үлүшни бәргән.

10 Чүнки Малкисидиқ Ибраһимни қарши алғанда лавийлар техи туғулмиған болсиму, уларни йәнила әҗдади Ибраһим­ниң вуҗудида, дәп қарашқа болиду.

11 Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди?

12 Роһаний­лиқ тәртиви өзгәртилгәчкә, униңға мунасивәтлик роһанийлиқ түзүми­му өзгәртилишкә тоғра келиду.

13 Бу ейтиливатқан сөзләр дәл Әйса Мәсиһкә қаритилған. У башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбили­дин һеч ким қурванлиқ суписида хизмәттә болуп бақмиған.

14 Рәбби­миз Әйса­ниң Йәһуда қәбилисидин екәнлиги ениқ. Муса пәйғәмбәр роһанийл­ар һәққидә тохталғанда, бу қәбилә тоғрисида бир нәрсә демигән еди.


Әйса Мәсиһ Малкисидиқтәк тәртиптики Роһанийдур

15 Малкисидиқтәк тәртиптики башқа бир роһанийниң мәйданға келиши роһанийлиқ түзүминиң өзгәртилгәнлигини техиму ениқлаш­турди.

16 Униң роһанийлиққа тайинлиниши болса пүтмәс-түгимәс һаятлиқ қудритигә егә болғанлиғидин болуп, һәргиз роһаний болғучи лавий қәбилисигә тәвә болуш керәк дегән түзүм бойичә болмиди.

17 Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дәп гувалиқ берилгән.

18 Алдинқи түзүм аҗизлиғи вә пайдисизлиғи түпәйлидин күчидин қалди.

19 Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.

20 Униң үстигә, бу үмүт Худаниң қәсими билән капаләткә егә қилин­ди. Илгири өткән роһанийлар Худаниң қәсимисиз роһаний болған еди.

21 Лекин Әйса Мәсиһ болса Худаниң Униңға: «Пәрвәрдигариң қәсәм қилди, У қәсимидин һәргиз янмайду, Сән мәңгүлүк Роһанийсән», дегән қәсими билән Роһаний болди.

22 Демәк, Әйса Мәсиһ техиму яхши бир келишимниң кепили қилинди.

23 Йәнә келип, илгири өткән көп роһанийлар өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштурушқа амалсиз қалғачқа, бириниң орниға йәнә бири чиққан.

24 Лекин Әйса Мәсиһ мәңгү һаят болғачқа, Униң роһанийлиғи мәңгүлүктур.

25 Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.

26 Әйса Мәсиһ дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған Баш Роһаний­дур. У муқәддәс, әйипсиз, пак болуп, гунакарлардин айриветилип, асмандики әң жуқури орунға елип чиқилди.

27 У илгирики баш роһаний­­лардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурван­лиқни бир йолила ада қилди.

28 Тәврат қануни аҗиз болған инсанни баш роһаний қилип тайинлатти, лекин Тәврат қанунидин кейин Худа қәсәм билән қилған келишими арқилиқ, мәңгүлүк кама­ләткә йәткү­зүл­гән Оғлини Баш Роһаний қилип тайинлиди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan