Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Ибранийларға йезилған хәт 4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Худаниң арамлиғи һәққидики вәдә

1 Бирақ Худаниң арамлиғидин һөзүрлиниш тоғрисидики вәдиси биз үчүн инавәтликтур. Шуңа аримиздики бирәрсиниңму бу мүмкинчиликтин мәһрум қелишидин еһтият қилайли.

2 Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.

3 Биз мәсиһийләр бу арамлиқтин һөзүрлинәләймиз. Лекин ишәнмигәнләргә кәлсәк, дәл Худаниң ейтқинидәк: «Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргиз һөзүрлинәлмәйду». Худа дунияни яратқандила, һәммә ишни тамамлиған еди.

4 Чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә Муқәддәс Язмиларниң бир айитидә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа яритиш ишини тамамлап арам алди». Демәк, Худаниң арамлиғи аллибурун моҗут еди.

5 Бирақ жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар арамлиғим­дин һәргиз һөзүрлинәлмәйду», дегән.

6 Буниңдин билимизки, Худаниң арамлиғи тоғрисидики бу Хуш Хәвәр­ни авал аңлиғанлар Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн, арамлиқтин һөзүрлинәлмиди. Лекин бу арамлиқтин чоқум һөзүрлинәләйдиғанлар бар.

7 Шуниң үчүн Худа әйнә шу арамлиқтин һөзүрлинәләйдиғанларни көздә тутуп, узақ вақиттин кейин мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бәкитип, бурун ейтқан төвәндики сөзләрни Давут падиша арқилиқ Зәбурда йәнә ейтқан: «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Җаһиллиқ қилмаңлар».

8 Әгәр Худаниң арамлиғи әҗдадимиз Йәшу исраилларни Худа беришкә вәдә қилған Қанан зиминиға башлап киргәндики арамлиқ болсиди, Худа кейин йәнә арамлиқ һәққидә тохтилип, «бүгүн» деми­гән болатти.

9 Қисқиси, Худаниң йәттинчи күнидики арамлиғи Худаниң Өз бәндилирини күтүватиду.

10 Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа дунияни яритиш ишидин арам алғандәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду.

11 Шуңа Худаға әйнә шу исраиллардәк бойсунмаслиқ қилип, жиқилип чүшмәс­­ли­гимиз үчүн, һәр биримиз бу арамлиқтин һөзүрлинишкә тири­шайли.

12 Худаниң сөзи һаятий күчкә егә болған үнүмлүк сөздур. У һәр қандақ қош бислиқ қиличтинму иштик болуп, җан билән роһни, жилик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк өткүрлүк билән киши­ләрниң көңлигә кирип, уларниң йошурун арзу-һәвәс вә ой-пикирлирини паш қилиду.

13 Худадин йошуруналайдиған һеч қандақ мәвҗудат йоқтур. Биз һесап беридиған Худа алдида һәммә нәрсә очуқ-ашкаридур.


Баш Роһанийимиз Әйса Мәсиһ

14 Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.

15 Чүнки бизниң бу Баш Роһанийимиз аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилмай қалмайду. Уму бизгә охшаш һәр хил синақларға дуч кәлгән, лекин гуна қилип бақмиғандур.

16 Шуңа жүригимиз тоқ һалда меһир-шәпқәтлик Худаниң тәхтигә йеқинлишайли. Буниң билән Худаниң рәһим-шәпқитигә еришип, еһтияҗлиқ вақтимизда ярдәмгә егә бола­лаймиз.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan