Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Ибранийларға йезилған хәт 3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Әйса Мәсиһ Муса пәйғәмбәрдин үстүн

1 Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.

2 Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң аилисидә хизмәт қилғанда, Худаға садиқ болғандәк, Әйса Мәсиһму Өзини тайинлап хизмәткә қойған Худаға садиқ болди.

3 Лекин өй салғучи өзи салған өйдинму артуқ махти­нишқа сазавәр болғинидәк, Әйса Мәсиһму Муса пәйғәмбәрдин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур.

4 Әлвәттә, һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур, пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.

5 Муса пәйғәмбәр бир хизмәткар болуш салаһийити билән Худаниң аили­сидә садиқлиқ билән хизмәт қилған. Униң хизмити болса Худаниң кейинки вақитларда ашкарилимақчи болған һәқиқәтлиригә зимин һазирлаштин ибарәт еди.

6 Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.


Ишәнмәслик һәққидә агаһландуруш

7-8 Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.

9 Гәрчә әҗдатлириңлар қилғанлиримни уда қириқ жилғичә көргән болсиму, Йәнила Мениң сәвир-тақитимни синиған еди.

10 Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду.

11 Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргизму һөзүрлинәлмәйду › ».

12 Әй қериндашлар, һәр қайсиңлар қәлбиңларниң яман нийәт вә ишәнмәсликкә толуп, мәңгү һаят Худадин йүз өрмәслигигә диққәт қилиңлар.

13 Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар.

14 Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.

15 Жуқурида ейтилғинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк Җаһиллиқ қилмаңлар».

16 Худаниң авазини аңлап туруп, Униңға хаинлиқ қилғанлар кимләр еди? Муса пәйғәмбәр ғалибилик һалда Мисирдин елип чиққан әшу исраилларниң һәммиси әмәсму?

17 Худа қириқ жил кимләргә ғәзәп­лән­ди? Йәнила шу гуна өткүзүп, җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?

18 Худа кимләрни Өз арамлиғидин һөзүрләндүрмәсликкә қәсәм қилди? Худаға бойсунмиғанларни әмәсму?

19 Булардин көрүвала­лай­мизки, улар ишәнмигәнлиги үчүн, Худаниң арамлиғидин һөзүрли­нәлмиди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan