Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Ибранийларға йезилған хәт 13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Худани хуш қилиш

1 Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.

2 Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унту­маң­­лар. Чүнки бәзиләр меһмандостлуқ билән билмәстин периштә­ләрни меһман қилған.

3 Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.

4 Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.

5 Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».

6 Шуңа Зәбурда йезилғандәк жүрәклик ейталаймизки: «Қорқмаймән, Рәббим ярдәмчимдур. Кишиләр мени немә қилалисун?»

7 Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.

8 Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә мәңгү өзгәрмәйду.

9 Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.

10 Бизләрниң шундақ бир қурванлиқ супимиз барки, биз униң­дики гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқтин һөзүр­линә­ләймиз. Әйни чағда ибадәт чедирида хизмәттә болған роһанийлар болса гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқлардин һөзүрлинәл­мәтти.

11 Бу гуналарни кәчүрүм қилишниң капалити сүпитидә өлтүрүл­гән һайванларниң қени баш роһаний тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кириләтти, тени болса қараргаһниң сиртида көйдүрүлиду.

12 Шуңа Әйса Мәсиһму Өз қени билән хәлиқни пак қилип, Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.

13 Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, У һақарәтләргә учриғинида бәрдашлиқ бәргинидәк, бизму һақарәт­ләргә бәрдашлиқ берәйли.

14 Йәр-йүзидә мәңгү моҗут болидиған шәһиримиз йоқ. Биз кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.

15 Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.

16 Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.

17 Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.

18 Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.

19 Йениң­­­ларға пат арида қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.


Дуа

20 Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа

21 силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!


Ахирқи сөз

22 Қериндашлирим, силәрдин өтүнимәнки, бу қисқиғина хәттики несиһәтлиримни разимәнлик билән қобул қилғайсиләр.

23 Қеринди­ши­миз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, униң билән биллә силәр­ни йоқлап баримән.

24 Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқай­си­ләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди.

25 Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan