Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Галатиялиқларға йезилған хәт 6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Бир-бириңларға ярдәм қилиңлар

1 Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.

2 Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Әйса Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.

3 Әгәр кимду-ким өзини қалтис чағлап, башқиларға ярдәм бәрмисә, өзини-өзи алдиған болиду. Бундақ адәм әмәлиятта қалтис әмәс.

4 Һәр ким өзиниң әмәлиятиға қарап бақсун. Пәхирлинишкә тегишлик болса, пәхирләнсун. Өзини башқилар билән селиштурмисун.

5 Һәр бир адәм өзиниң ишиға өзи җавапкәр болуши керәк.

6 Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.

7 Өз-өзәңлар­ни алдимаңлар, өз-өзәңларни алдиған билән Худани алдамайсиләр. Ким немә тәрсә, шуни алиду.

8 Өзиниң гунакар тәбиитиниң арзу-һәвәслирини қандуруш үчүн уруқ чачқан киши униңдин һалакәт һосулини алиду. Муқәддәс Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса, униңдин мәңгүлүк һаят һосулини алиду.

9 Шуңа яхши ишларни қилиштин бошашмайли. Шундақ қилсақ, вақти кәлгәндә чоқум мол һосул алалаймиз.

10 Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.


Агаһландуруш вә салам

11 Қараңлар! Төвәндики бу қурларни өз қолумда алаһидә чоң һәрип­ләр билән йезиватимән.

12 Йәһудийларниң махтишиға хуштар киши­ләр силәрни хәтнә қилдурушқа зорлайду. Улар қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта қурван болғанлиғидинла келиду десә, йәһудийларниң зиянкәшлигигә учрайду.

13 Әмәлиятта бундақ кишиләрниң өзлириму Тәврат қануниға толуқ әмәл қилмайду. Бирақ улар силәрниң хәтнини қобул қилғанлиғиңлар билән махтиниш үчүн хәтнә қилдурушуңларни тәләп қилиду.

14 Өзәмни елип ейтсам, Рәбби­миз Әйсаниң чапрас яғачтики өлүмидин башқа һеч қандақ иш билән махтанмаймән. Чүнки Униң чапрас яғачтики өлүми сәвәвидин бу дуния мән үчүн өлгәндур, мәнму бу дуния үчүн аллибурун өлгән.

15 Худаниң нәзәридә хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, муһими Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи адәм болуштур.

16 Мундақ көз-қараш билән яшайдиғанларға — Худаниң һәқиқий хәлқигә аманлиқ вә рәһим-шәпқәт яр болғай!

17 Буниңдин кейин һеч ким жуқурида дейилгән ишлар билән мени аварә қилмисун! Чүнки бәдинимдә қалған яра излири, мениң Әйса Мәсиһ үчүн Хуш Хәвәр тарқитиш йолида тартқан азап-оқубәтлирим­ниң бәлгүсидур.

18 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan